ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЯРИТИЛИШ 42, 43
Йүсүп өзини қаттиқ тутқан
Йүсүп акилири билән үзму үз көрүшкәндә, өзини қандақ һис қилғанлиғини тәсәввур қилиң. У акилирини дәрру тонуғанлиғини ейтип, уларни бағриға басамду яки өч аламду? Амма у һәргиз ойлимай һәрикәт қилмиған. Әгәр сизгә аилә әзалириңиз яки башқа адәмләр адаләтсиз муамилә қилса, немә қилисиз? Йүсүпниң мисали ойлимай һәрикәт қилишниң вә сәлбий һис-туйғуларға берилишниң орниға өзини тутуп, сәвирчан болушниң муһимлиғини көрситиду.
Сиз дуч кәлгән қийинчилиқларда Йүсүптин қандақ үлгә алалайсиз?