МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Көп тиллиқ территориядә вәз қилиш үчүн һәмкарлишиш
Адәттә адәмләр Падишалиқ һәққидики хуш хәвәрни ана тилида яхширақ тиңшайду. Б.м. 33-жили Әллигинчи күн мәйрими, йәни Һосул мәйримидә «һәрхил хәлиқләрдин кәлгән Худадин қорқудиған адәмләр» ибраний яки грек тилиға охшаш умумий тилда сөзләшкән. Амма Йәһва уларниң хуш хәвәрни ана тилида аңлишиға ярдәм бәргән (Әлч 2:5, 8). Бүгүнки күндә һәрхил тилларда өткүзүлидиған җамаәтләр бир территориядә хизмәт қилиши мүмкин. Шундақ җамаәтләр адәмләргә қайта-қайта берип, уларни териктүрмәслиги үчүн, башқа җамаәттики қериндашлар билән биллә һәмкарлишишқа немә ярдәм бериду?
Мәслиһәтлишиң (П.н 15:22). Хизмәт назарәтчилири бир-бири билән мәслиһәтлишип, вәз қилишниң нәтиҗилик йоллирини ойлаштуруши керәк. Мәсилән, башқа тилда сөзләйдиған җамаәтләрниң территорияси кичик болса, шу җамаәттики қериндашлар сизни уларниң тилида сөзләйдиған адәмләрниң өйлиригә кирмәсликни сориши мүмкин. Амма уларниң территорияси чоң болуп, уни арилап чиқишқа күчи йәтмисә, улар җамаитиңиздики қериндашларни һәрбир өйгә киришни вә қизиққан адәмләр һәққидики мәлуматни уларға ейтип турушни сориши еһтимал (od-U 93-б., 37-абз.). Шундақла хизмәт назарәтчилири җамаитиңизни уларниң тилида сөзләйдиған адәмләрни тепишқа ярдәм беришни вә шу адәмләрниң адресини сориши мүмкин (km-U 7. 12. 5-б., рамка). Бәзидә бир өйдә бирнәччә тилда сөзләйдиған адәмләрниң туридиғанлиғини әстә тутуш керәк. Жуқурида тилға елинған вәз қилиш усуллири қанунға қарши болмаслиғи керәк.
Һәмкарлишиң (Әф 4:16). Хизмәт назарәтчисиниң һәммә көрсәтмилиригә қулақ селиң. Җамаитиңиз сөзләйдиған тилда әмәс, башқа тилда сөзләйдиған адәм билән Муқәддәс китап үгинишини өткүзүватамсиз? Әгәр униң тилида сөзләйдиған җамаәт яки топ болса, уни шу җамаәттики бир җакалиғучиға тапшурсиңиз болиду. Шуңа қизиққучи роһий җәһәттин тезирақ өсүши мүмкин.
Тәйярлиқ қилиң (П.н 15:28; 16:1). Әгәр сизниң территорияңиздә өй егиси башқа тилда сөзлисә, хуш хәвәрни йәткүзүш үчүн қолуңиздин кәлгиничә һәммини қилиң. Вәз хизмитигә тәйяр болуш үчүн, территорияңиздики адәмләр қайси тилларда сөзләйдиғанлиғини биливелип, шу тиллардики Муқәддәс китап тәрҗимилирини вә видеоларни көчиривелиң. Шундақла «JW Language» программисини қоллинип, бәзи тилларда саламлишишни үгинәләйсиз.