Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Һакимлар 10
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Һакимлар 10:1—18

Һакимлар

10 Абимәләктин кейин Исраилни қутқузуш үчүн Исакарниң қәбилисидин Додобниң оғли, Пуаһниң оғли Толаһ турди. У Әпрайим теғидики Шамирда яшатти. 2 У 23 жил Исраилниң һакими болди, вапат болғандин кейин Шамирда йәрләнди.

3 Униңдин кейин Исраилниң һакими болуп гилиадлиқ Яир турди, у 22 жил һөкүмранлиқ қилди. 4 Униң 30 оғли болди, улар 30 яш ешәкләрни минәтти һәм уларниң Гилиад йеридә Яирниң кәнтлири дәп атилидиған 30 шәһири бар еди. 5 Яир өлгәндин кейин Камонада дәпин қилинди.

6 Исраил оғуллири Йәһваниң алдида зулумлуқ қилишни йәнә давамлаштурди, улар Баалларға, Аштарәтләргә, Арамий бутлириға, Сидон илаһлириға, Моаб, Аммон вә Филистийә оғуллириниң худалириға ибадәт қилишти. Йәһвани болса ташлап, Униңға хизмәт қилмиди. 7 Шуниң билән Йәһваниң ғәзиви Исраилға қайнап, У уларни филистийәликләр вә аммонлиқларниң қолиға беривәтти. 8 Булар Исраил оғуллирини шу жилдин 18 жил давамида Гилиад тәрипи, Йорданниң әву қирғиғидики, аморийлар зиминида яшаватқан барлиқ исраиллиқларни қистап қийниди. 9 Ахирида Аммон оғуллири Йәһуда һәм Бениамин вә Әпрайим өйи билән уруш қилиш үчүн Йордандин өтти. Шу чағда Исраилға бәк қийин болди. 10 Исраил оғуллири Йәһваға жиғлишип: «Биз Сениң алдиңда гуна өткәздуқ, чүнки өз Худайимизни ташлап, Баалларға хизмәт қилиштуқ»,— дәп мураҗиәт қилди.

11 Йәһва Исраил оғуллириға җававән: «Силәргә мисирлиқлар, аморийлар, аммонлуқлар һәм филистийәликләр, 12 сидонлиқлар, амаләкләр, моаблиқлар қисим көрсәтмигәнму һәм силәр Маңа мураҗиәт қилғанда, Мән силәрни уларниң қолидин бошатмиғанму? 13 Силәр болсаңлар Мени ташлап қоюп, башқа илаһларға хизмәт қилишқа башлидиңлар. Шуңлашқа Мән силәрни әнди қутулдурмаймән. 14 Бериңлар, өзәңлар таллиған худалардин сораңлар, улар силәрни тәс вақитта қутулдурсун!»— деди. 15 Исраил оғуллири Йәһваға өтүнүп: «Биз гунакар, биз билән Өзәң лайиқ көргән нәрсини қилғин, пәқәт бизни қутулдурғина»,— дәп ялвурушти. 16 Шуниң билән улар ят худаларни рәт қилди вә Йәһваға хизмәт қилишни башлиди. Униң қәлби болса, Исраилниң азап-оқубитигә чидимиди.

17 Аммон оғуллири жиғилип қараргаһи билән Гилиадта җайлашти. Шундақла Исраил оғуллириму қараргаһи билән Миспаһта турди. 18 Хәлиқ вә Гилиад бәглири бир-бирсигә: «Ким Аммон оғуллириға қарши урушни башлайду? У барлиқ Гилиад турғунлириниң башчиси болиду»,— дейишти.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш