Йәшуа
4 Пүткүл хәлиқ Йордандин өткәндин кейин Йәһва Йәшуаға: 2 «Өзәңларға һәрбир қәбилидин бирдин адәм, 12 адәмни таллаңлар. 3 Уларға әмир қилип, мундақ дәңлар: “Йорданниң оттурисидин, роһанийларниң аяқлири қимирмай турған җайдин, 12 ташни елип, өзәңлар бүгүн қонидиған йәргә әкелиңлар”»,— деди.
4 Йәшуа һәрбир қәбилидин тайинланған 12 адәмни чақирди. 5 Йәшуа уларға: «Йәһва Худаниң сандуғи алдида мениңлар вә Йордандин бирдин ташни елип, Исраил оғуллириниң қәбилә сани бойичә, мүрәңларға артип елип келиңлар. 6 Мошу ташлар силәрдә дайим ятқан бәлгүләр болсун. Кейинки вақитларда оғуллириңлар силәрдин: “Немә үчүн бу ташлар?”— дәп сориғанда, 7 силәр уларға җававән: “Бу Йәһваниң келишим сандуғи алдида Йорданниң сулири тохтиғини үчүн хатирә. Келишим сандуғи Йордандин өтүватқанда, униң сулири қуриған еди. Шундақ қилип, ушбу ташлар Исраил оғуллири үчүн әбәдий әсләтмә болиду”,— дәйсиләр».
8 Шуниң билән Исраил оғуллири Йәшуа уларға буйриғандәк қилди: улар Йордандин 12 ташни елип, Йәһва Йәшуаға ейтқинидәк, Исраил оғуллириниң қәбилә сани бойичә уларни қоналғу җайға қойди.
9 Башқа 12 ташни болса, Йәшуа Йорданда Худаниң келишим сандуғини көтүргән роһанийларниң аяқлири турған йәрдә қойди. Улар бүгүнму шу җайда.
10 Келишим сандуғини көтүргән роһанийлар Йорданниң сулирида Йәһва Йәшуаға хәлиқкә ейтишни буйриған һәммә нәрсини у ейтип болмиғичә һәм Муса Йәшуаға вәсийәт қилғандәк, турушти. Шу арилиқта хәлиқ дәриядин алдираш өтүвататти. 11 Барлиқ хәлиқ Йордандин өткәндин кейин Йәһваниң келишим сандуғиму өтти вә роһанийлар хәлиқниң алдида турди. 12 Рувимниң оғуллири вә Гадниң әвлади һәм Манасәниң йерим қәбилиси қуралланған түридә Исраил оғуллириниң алдида, Муса уларға җекилигинидәк, өтти. 13 Андин 40 000ға йеқин киши қуралланған петичә Йәһваниң алдида урушуш үчүн Йериха түзләңликлиригә өтти.
14 Шу күни Йәһва Йәшуани пүткүл Исраилниң көзичә йүксәлдүрди вә һәммиси Мусани қанчилик һөрмәт қилған болса, униң һаятиниң барлиқ күнлиридә шундақла һөрмәт қилди.
15 Йәһва Йәшуаға мундақ ейтти: 16 «Аян сандуғини көтүриватқан роһанийларға Йордандин чиқишни буйриғин». 17 Йәшуа роһанийларға дәриядин чиқишни буйриди. 18 Йәһваниң келишим сандуғини көтүргән роһанийлар Йордандин чиқип, уларниң тапанлири қурғақлиқни басқанда, Йорданниң сулири өз орниға қайтти. Сулар қайтип, дайим мошу пәсилдә ақидиғандәк қирғақлиридин тешип кәтти.
19 Хәлиқ Йордандин биринчи айниң онинчи күнидә өтүп, қараргаһни Галгалда, Йериханиң шәрқий тәрипидә тикти.
20 Улар Йордандин ачиққан 12 ташни Йәшуа Галгалда қойди. 21 Шу чағда у Исраил оғуллириға: «Кейинки вақитларда пәрзәнтлириңлар атилиридин: “Бу ташлар немини билдүриду?”— дәп сориса, 22 җававән мундақ дәңлар: “Исраил Йордан дәриясидин қуруқлуқта өткәндәк өтти. 23 Чүнки Тәңриңлар Йәһва Йорданниң сулирини силәр үчүн, силәр өтүвалғичә қурутивәтти. Шуниңдәкла Худайиңлар Йәһва алдимизда Қизил деңизни қурутувәткән еди. 24 Буни Йәһва Униң қолиниң нәқәдәр күчлүк екәнлигини хәлиқләрниң барлиғи билиши үчүн вә силәр Рәббиңлар Йәһвадин пүткүл өмрүңларда қорқушиңлар үчүн қилди”».