Луқа
9 Әйса 12 шагиртини чақирип, уларға җинлар үстидин күч-қудрәт вә һакимийәт һәм шундақла кесәлләрни сақайтиш күчини бәрди. 2 Андин у уларни Худаниң Падишалиғи тоғрилиқ вәз қилишқа һәм кишиләрни сақайтишқа әвәткәч, 3 уларға мундақ деди: «Йолға һечнәрсә алмаңлар: йә һаса таяқ, йә ғиза билән ғоҗун, йә күмүч тәңгә, йә йөткәйдиған көйнәк. 4 Қайси өйгә кирмисәңларму, шу йәрдә қелип һәм шу йәрдин йолға чиқиңлар. 5 Әгәр бир йәрдә адәмләр силәрни қобул қилмиса, шу шәһәрдин чиққач, айиғиңлардики топини қеқиветиңлар. Бу уларға қарши гувалиқ болиду». 6 Андин шагиртлири йолға чиқип, барлиқ җайда хуш хәвәрни җакалап вә адәмләрни давалап, йезиму йеза жүрди.
7 Йүз бериватқан вақиәләр тоғрисида өлкиниң һакими Һирод аңлиди. У қаттиқ һодуқушта болди, чүнки бирлири Йәһия өлүмдин тирилипту десә, 8 бәзилири Илияс пәйғәмбәр пәйда болди дәпту, үчинчилири болса, қедимий пәйғәмбәрләрдин бири тирилипту, дәтти. 9 Һирод: «Мән Йәһияниң каллисини алдурғандим. У чағда мән аңлаватқан бу киши зади кимду?»— дәп ойлиди һәм уни көрүш пурситини издиди.
10 Әлчиләр қайтип келип, өзлириниң қилған ишлири һәққидә Әйсаға ейтип бәрди. Андин у уларни өзи билән биллә дәм елишқа Бәйтсайда шәһиригә әкәтти. 11 Бирақ хәлиқ буниңдин хәвәр тепип, униңға әгәшти. У уларни хурсән қарши елип, Худаниң Падишалиғи тоғрисида сөзлиди вә давалинишқа муһтаҗларни сақайтти. 12 Күн петивататти. Шу чағда 12 шагирти униңға келип: «Хәлиқни қоналғу җай вә тамақ тепишқа әтраптики йеза-қишлақларға қоюп бәргин, чүнки биз чөллүк җайда»,— деди. 13 Лекин у уларға: «Силәр уларға тамақ бериңлар»,— деди. Улар җававән: «Биздә пәқәт бәш нан билән икки белиқтин башқа һечнәрсә йоқ. Барлиқ бу хәлиқ үчүн берип, озуқ-түлүк сетивелишимиз керәк»,— дейишти. 14 У җайда әрләрниңла сани 5000чә еди. Шунда у шагиртлириға: «Кишиләрни тәхминән 50тин топ-топи билән олтарғузуңлар»,— деди. 15 Улар шундақ қилишти вә барлиғи олтарди. 16 Андин Әйса бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап, Худаға дуа ейтқач бәрикәтлиди. Уларни уштуп, хәлиқкә тарқитиши үчүн, шагиртлириға бәрди. 17 Барлиғи йәп тойди, қалған парчиларни жиғиведи, улар 12 севәтни толтурди.
18 Кейинәрәк, хали җайда дуа қиливатқанда, униң қешиға шагиртлири жиғилди һәм у улардин: «Хәлиқ мән тоғрилиқ немә дәйду? Улар мени ким дәйду?»— дәп сориди. 19 Улар җававән мундақ дейишти: «Бирлири — Чөмдүргүчи Йәһия, йәнә бирлири — Илияс пәйғәмбәр вә башқилири қедимий пәйғәмбәрләрдин бири тирилипту, дәйду». 20 Шу чағда у улардин: «Силәрчу, мени ким дәйсиләр?»— дәп сориди. Петрус: «Худаниң Мәсиһи»,— дәп җавап бәрди. 21 Бирақ у улар билән қәтъий сөзлишип, бу һәққидә һечкимгә ейтмаслиқни җекилиди: 22 «Инсан Оғли нурғун азапларни тартиши керәк. Уни ақсақаллар, чоң роһанийлар вә Тәврат устазлири рәт қилиду, у өлтүрүлиду һәм үчинчи күни тирилиду».
23 Андин у һәммисигә мундақ деди: «Әгәр кимду-ким мениң кәйнимдин меңишни халиса, өзидин ваз кәчсун, азап түврүгини алсун вә уни күндин күнгә көтәргәч, дайим маңа әгәшсун. 24 Ким өз җенини қутқузғуси кәлсә, у уни йоқитиду, ким өз җенини мән үчүн йоқатса, у уни қутқузған болиду. 25 Һәқиқәтән, әгәр адәм пүткүл дунияға егә болуп, өзини һалак қилса яки өзигә зиян әкәлсә, униңдин немә пайда? 26 Сәвәви, мәндин һәм мениң сөзлиримдин иза тартқан кишидин, инсан Оғли өз шан-шәрипидә вә Атисиниң һәм муқәддәс пәриштиләрниң шөһритидә кәлгинидә, иза тартиду. 27 Силәргә һәқни ейтимәнки, бу йәрдә туруватқанларниң арисида Худа Падишалиғини көрмигичә өлүп кәтмәйдиғанлар бардур».
28 Бу ейтқанлиридин тәхминән сәккиз күн өткәндә, у өзи билән Петрусни, Йоһанни вә Яқупни елип, дуа қилишқа таққа чиқти. 29 У дуа қиливатқинида униң чирайи өзгәрди вә кийими көз чаққидәк аппақ пақириди. 30 Униң билән икки адәм сөһбәтләшти. Улар Муса вә Илияс пәйғәмбәрләр еди. 31 Улар шөһрәттә пәйда болуп, униң кетиши — Йерусалимда йүз беридиған вақиәләр тоғрилиқ сөзләшти. 32 Шу арида Петрусни вә униң һәмралирини үгдәк басти. Уларниң уйқиси сәллимаза ечилғанда, улар Әйсани нурлуқта вә униң билән биллә турған икки адәмни көрди. 33 Улар Әйсадин кетиватқанда, Петрус униңға: «Устаз, бу йәрдә болғинимиз шундақ яхши! Үч чедирни мошу йәргә қояйли: бирини саңа, бирини Мусаға, йәнә бирини Илиясқа»,— деди. У немә дәватқинини чүшәнмәй, мошуларни деди. 34 У бу гәпләрни қиливатқанда, бир булут пәйда болуп, уларни қаплиди. Булутниң ичидә қелип, улар қорқушуп кәтти. 35 Булуттин бир аваз аңлинип: «Бу Мениң таллиған Оғлум. Униңға қулақ селиңлар»,— деди. 36 Мошу аваз аңланғанда, улар Әйсаниң ялғуз турғинини көрди. Лекин улар җим-җитлиқ сақлап, көргәнлирини шу күнләрдә һечкимгә ейтмиди.
37 Әтиси улар тағдин чүшкәндә, Әйсани көпчилик қарши алди. 38 Топтин бир адәм: «Устаз, өтүнүп қалай, оғлумға қарап беқиңа! У мениң ялғузум! 39 Бәзидә униңға яман роһ һуҗум қилиду һәм у дәрһал вақирайду, тартишип қалиду, шуңа ағзидин көвүк чиқиду. Җин уни таза қийнап болғандин кейин, аран қоюп бериду. 40 Мән сизниң шагиртлириңиздин уни қоғлап чиқиришни сориғандим, бирақ улар ундақ қилалмиди»,— дәп илтиҗа қилди. 41 Әйса җававән: «Аһ, етиқатсиз һәм бузулған әвлат, мән силәр билән йәнә қанчилик болуп, силәрни чидаймән, һә? Оғлиңизни алдимға әкелиң»,— деди. 42 Бала йеқинлашқанда, җин уни йәргә жиқитип, қаттиқ тартишлар билән қийниди. Лекин Әйса напак роһни әйипләп, балини сақайтип, атисиға тапшурди. 43 Һәммәйлән Худаниң улуғвар күч-қудритигә таң қелишти.
Улар һәйран болушуватқанда, Әйса шагиртлириға: 44 «Мән силәргә ейтидиғинимни әстә яхши тутуңлар: инсан Оғли сатқунниң қурвини болуп, адәмләрниң қолиға тапшурулиду»,— деди. 45 Амма улар униң сөзлирини чүшинәлмиди. Бу уларға ейтилғанниң мәнаси йошурулғанлиқтин, улар бу сөзләрниң маһийитини сүрүштүрүшкә петиналмиди.
46 Андин улар өзлири арисида кимниң улуқ екәнлиги тоғрисида талаш-тартишқа чүшти. 47 Әйса уларниң жүрәклиридики ойлирини билип, кичик бир балини йениға турғузуп, 48 уларға: «Ким мошу балини мени дәп, қобул қилса, мени қобул қилған болиду вә ким мени қобул қилса, мени Әвәткүчини қобул қилған болиду. Демәк, араңларда ким өзини әң кичиктәк тутса, шу улуқтур»,— деди.
49 Шу чағда Йоһан: «Устаз, биз сениң намиңдин җинларни һайдаватқан бир кишини көрдуқ вә униңға буни қилишни мәнъий қилдуқ, чүнки у биз билән биргә жүрмәйдиғу»,— деди. 50 Лекин Әйса: «Униңға кашила қилмаңлар, чүнки ким силәргә қарши турмиса, у силәрниң тәрипиңлардикиләр»,— деди.
51 Униң асманға елинидиған вақти йеқинлишивататти вә у Йерусалимға беришни қәтъий қарар қилди. 52 У өзиниң алдида бәзибир хәвәрчиләрни әвәтти. Улар йолға чиқип, самарийәликләр йезисиға, униң үчүн барлиқ нәрсини тәйярлашқа кирди. 53 Бирақ у йәрдә уни қобул қилмиди, чүнки у Йерусалимға беришқа бәт алған еди. 54 Буни байқиған Яқуп билән Йоһан: «Һакимдаримиз, халисаң, асмандин от чүшүп, уларни көйдүрүвәтсун дәйлиму?»— дәп сориди. 55 Бирақ у бурулуп, уларни әйиплиди. 56 Андин улар башқа йезиға кәтти.
57 Улар йолда кетиватқанда, бир киши униңға: «Сән қәйәргә барсаңму, мән саңа әгишимән»,— деди. 58 Бирақ Әйса униңға: «Түлкиләрниң өңкүрлири бар вә асмандики қушларниң угилири бар, амма инсан Оғлиниң бешини қойғидәк йери йоқ»,— деди. 59 Башқа бир кишигә: «Кәйнимдин маң»,— деди. Һелиқи киши өтүнүп: «Һакимдар, авал берип, атамни йәрләп келишимгә рухсәт бәргинә»,— деди. 60 Лекин Әйса униңға: «Өлүкләр өлүкләрни дәпин қилсун, сән болсаң, Худа Падишалиғини барлиқ җайларда җакала»,— дәп җавап бәрди. 61 Йәнә бирси униңға: «Мән саңа әгишимән, Һакимдар, лекин авал өйдикилирим билән хошлишишимға рухсәт қилғин»,— деди. 62 Әйса униңға: «Соқа һайдиған һәрқандақ киши кәйнигә қаравәрсә, Худаниң Падишалиғи үчүн лайиқ әмәстур»,— деди.