Зәбур
Хор башчисиға. Давутниң зарлиши.
40 Мән Йәһвани узақ күттүм, У маңа егилип қариди
Вә мениң ярдәм тоғрилиқ жиға-заримни аңлиди.
2 У мени қайнам судин, җут сазлиқтин суғуруп
Ччиқип, аяқлиримни ғарташқа қоюп,
Қәдәмлиримни чиңайтти.
3 У еғизимға йеңи нахшини, Худаға мәдһийәни салди.
Буни көргән нурғунлири Йәһвадин әймиништә
қелип, Униңға тайинидиған болиду.
4 Йәһваға үмүтини артқан киши нәқәдәр бәхитликтур!
У тәкәббур вә өзбешимлиқ яманларға қаримайду.
5 Йәһва Пәрвәрдигарим, Пәхрим, Сениң мөҗүзилириң
Көптур. Сениң биз һәққидә нийәтлириң қанчә
Маһийәтликтур! Һечким Саңа тәң келәлмәйду.
Шулар тоғрисида ейтип, вәзә қилай десәм,
Улар сани йәткүзсиз нурғун.
6 Қурбанлиқлар билән һәдийәләрни Сән халимидиң,
Лекин аңлишим үчүн қулиғимни ачтиң.
Гуна үчүн Сән көйдүрмиләр вә
Қурбанлиқларни тәләп қилмайсән.
7 Шуңа мән: «Мана, мән кәлдим.
Пүтүктә мән тоғрилиқ йезилған.
8 Яратқучим, Сениң ирадәңни орунлашни мән
Халаймән. Вә сениң Қануниң пүтүнләй
Мениң жүригимдә йезиқлиқ.
9 Бүйүк жиғинда һәқиқитиңни вәзә қилимән.
Мана, мән теч турмаймән һәм
Сән, Йәһва, буни билисән.
10 Сениң һәққанийлиғиңни йошурмай, Садиқлиғиң
Вә қутқузулушиң тоғрилиқ зерикмәй ейтимән.
Шәпқитиң, һәққиң вә вапалиғиң һәққидә чоң
Жиғинда Мәлум қилимән»,— дедим.
11 Сән, Йәһва, мениңдин жүригиңни
Япмиғина, Сениң вапалиғиң билән
Һәқиқитиң мени дайим қоғдисун.
12 Чүнки мени сансиз дәртләр қоршавалди,
Мән көрәлмигән қанунсизлиғим маңа йәтти.
Уларниң сани бешимдики чечимдин артуқ
Болғачқа, қәлбимдә чүшкүнлүк йүз бәрди.
13 Йәһва Илаһим! Мени қутқузғина,
Йәһва, ярдәмгә чиққина!
14 Мениң өлүмимни издигәнләр шәрмәндә
Болуп, абройи төкүлсун!
Улар арқиға пәсийип чекинсун.
15 Мәсхирә қилип күлгәнләр,
Шәрмәндидә кәйнигә қайтсун.
16 Сени истигәнләр болса, шатлинип, хорам болсун.
Ниҗатиңни күткәнләр тохтимай:
«Йәһва дайим улуқлансун!»— дәп,
Апирин әйлисун.
17 Мән һазир бәхитсиз һәм аҗиз.
Йәһва, ғәмхорлуқ қилғина!
Чүнки Сән мениң Қутқузғучим,
Худайим, илдам ярдәм болғина.