Вәһий
14 Мән қариведим, Сион теғида Қозини һәм униң билән маңлийида униң исми вә Атисиниң исми йезилған 144 000ниң турғанлиғини көрдүм. 2 Шундақла асманда нурғунлиған суларниң шавқуниға охшиған вә қаттиқ гүлдүрлигән авазни аңлидим. Мән аңлиған аваз чилтарчи-нахшичилар өз чилтарлирида саз чалғанға охшатти. 3 Улар тәхт, төрт мәхлуқ вә ақсақалларниң алдида худди йеңи нахшидәк бир нахшини ейтивататти һәм у нахшини йәрдин сетип елинған 144 000дин башқа һечким үгинәлмиди. 4 Булар иппәтликләр, өзлирини аяллар билән напаклаштурмиғанлар еди. Булар Қоза нәгә барса, шу яққа маңатти. Улар инсанлардин Худаға вә Қозиға кәби авал пишқан мевиләрдәк сетип елинғанлар. 5 Уларниң еғизлирида ялғанчилиқ тепилмиди вә улар нуқсансизлардур.
6 Андин мән асман-пәләктә егиз учуватқан башқа пәриштини көрдүм. У йәрдә яшаватқан һәртүрлүк милләт, қәбилә вә хәлиқләргә хошаллиқни хәвәрләш үчүн, униңда һәрқайси тилларда мәңгү хуш хәвәр бар еди. 7 У җараңлиқ аваз билән: «Худадин қорқуңлар вә Уни мәдһийиләңлар, чүнки Униң сотлаш саати кәлди! Шу сәвәптин асман, йәр, деңиз һәм су мәнбәлириниң Яратқучисиға ибадәт қилиңлар!»— деди.
8 Униң кәйнидин келиватқан иккинчи пәриштә: «Ғулиди! Пүткүл хәлиқләрни өзиниң әхлақсизлиғиниң дәрғәзәп шаравини ичкүзгән пайтәхт Бүйүк Бабил ғулиди!»— деди.
9 Уларниң кәйнидин йәнә бир, үчинчи пәриштә, келивататти. У қаттиқ аваз билән: «Әгәр кимду-ким жиртқуч һайванға яки униң тәсвиригә ибадәт қилса һәм бәлгүсини маңлийиға яки қолиға қобул қилса, 10 уму Худаниң дәрғәзәп қәдәһигә қуюлуватқан сап ғәзивиниң шаравини ичиду вә муқәддәс пәриштиләрниң һәм Қозиниң алдида ялқун вә гуңгут ичидә азап чекиду. 11 Уларниң азавидин чиққан ис әбәттин-әбәткичә көтүрүлиниду. Жиртқуч һайванға вә униң тәсвиригә ибадәт қиливатқанлар вә униң исминиң бәлгүсини қобул қилғанлар йә кечиси, йә күндүзи арам тапмайду. 12 Худаниң вәсийәтлирини орунлап, Әйсаға болған етиқатини мәккәм тутуватқан муқәддәсләргә тәқабиллиқ керәк»,— деди.
13 Андин асмандин мундақ аваз аңлидим: «Йезип қой: “Мошу вақиттин тартип Һакимдаримиз билән бирликтә өлүватқанлар бәхитликтур. Роһ шундақ дәйдуки, улар өз әмгәклиридин арам алиду, чүнки уларниң ишлири улар билән биллә кетиду”».
14 Андин қариведим: ақ булутни вә булутта инсан Оғлиға охшиған бирси олтарғанлиғини көрдүм. Униң бешида алтун таҗ, қолида болса — өткүр оғақ бар.
15 Башқа пәриштә һәрәмниң муқәддәс җайидин чиқип, қаттиқ аваз билән булутта олтарғучиға: «Оғиғиңни ишқа селип ор, чүнки ома вақти кәлди һәм йәрдики һосул пишип-йетилди»,— деди. 16 Шу чағда булутта олтарғучи оғақни йәргә ташлиди вә йәрдики ома орулди.
17 Андин асмандики һәрәмдин йәнә бир пәриштә чиқти, униңму қолида өткүр оғақ бар еди.
18 Қурбангаһтин йәнә бир пәриштә чиқти, униң өрт үстидин һакимийити болған. У өткүр оғиғи бар пәриштигә қаттиқ аваз билән: «Өткүр оғиғиңни ишқа селип, йәрдики үзүмдин сапақларни жиғ, чүнки униң мевилири пишти»,— деди. 19 Шу чағда пәриштә оғиғини йәргә узатти вә йәрдики үзүмни кесип, Худа ғәзивиниң бүйүк искәнҗисигә ташлиди. 20 Үзүм шәһәрниң сиртида искәнҗидә дәссәлди вә искәнҗидин тешип қан ақти. Қан атларниң еғиздуруқлириғичә көтүрилип, 300 чақиримға йеқин узунлуққа ташқинлиди.