Марк
2 Бирнәччә күндин кейин Әйса йәнә Кәпәрнаһумға кәлди вә униң өйдә екәнлиги мәлум болди. 2 Униң йениға көп кишиләр жиғилди, шунчилик көпки, һәтта ишикниң алдидиму орун қалмиди вә у уларға хуш хәвәрни ейтишқа башлиди. 3 Шу вақитта төрт адәм бир паләч кишини елип кәлди. 4 Бирақ хәлиқниң җиқлиғидин улар Әйсаға йеқинлишалмай, у олтарған җайниң үстидики өгүзни ечип, паләч адәм ятқан зәмбилни униң алдиға чүшәрди. 5 Уларниң етиқатини байқиған Әйса паләч адәмгә: «Оғлум, сениң гуналириң кәчүрүлди»,— деди. 6 У йәрдә Тәврат устазлиридин бирмунчилири болған еди. Улар олтиришип, өз жүригидә: 7 «Немишкә бу киши шундақ дәйду? У Рәббни һақарәтлиди. Худадин башқиси гуналарни кәчүрәләмду?»— дәп ойлиди. 8 Лекин Әйса, уларниң ичидә немә ойлаватқанлирини билип, уларға: «Немишкә жүрәклириңларда бу тоғрисида мошундақ ойлайсиләр? 9 Паләчкә немини ейтиш йенигирәк: “Сениң гуналириң кәчүрүлди”, яки “Тур, зәмбилиңни көтәр һәм маңғин” дейишму? 10 Лекин инсан Оғлиниң йәрдә гуналарни кәчүрүш һоқуқи барлиғини билишиңлар үчүн...» дәп, у паләч адәмгә: 11 «Саңа ейтимән: орнуңдин тур, зәмбилиңни көтәр һәм өйүңгә маң»,— деди. 12 У киши дәрру турди вә зәмбилини елип, һәммисиниң алдида чиқип кәтти. Барлиғи һәйран қелишип: «Биз һечқачан буниңға охшаш ишни көрмигән»,— дейишип, Худани мәдһийиләшти.
13 У йәнә көл тәрәпкә қәдәм тәшрип қилди. Униң йениға нурғун хәлиқ барди вә у уларға тәлим бәрди. 14 Нерирақ барғанда, Әйса селиқ идарисидә олтарған Һалпайниң оғли Ләвийни көрди һәм униңға: «Кәйнимдин жүргин»,— деди. У орнидин туруп, кәйнидин жүрди. 15 Андин Әйса униң өйидә меһманда болди һәм селиқ жиққучиларниң нурғунлири вә гунакарлар униң шагиртлири билән һәмдәстихан болди, чүнки уни әгәшкәнләр көп еди. 16 Лекин пәрисийләрдин болған Тәврат устазлири униң гунакарлар һәм селиқ жиққучилар билән биргә ғизалиниватқанлиғини көрүп, шагиртлириға: «У немә, гунакарлар һәм селиқ жиққучилар билән биргә тамақ йәватамду?»— дәп сорашти. 17 Буни аңлиған Әйса уларға: «Сақ-саламәт кишиләр дохтурға муһтаҗ әмәс, бәлки ағриқчанлардур. Мән һәққанийларни товвиға чақирғили кәлмидим, бәлки гунакарларни»,— деди.
18 Йәһия һәм пәрисийләр шагиртлириниң роза тутуш адити бар еди. Әйсаға келип, улар мундақ сорашти: «Немишкә Йәһияниң шагиртлири вә пәрисийләрниң шагиртлири роза тутиду, сениң шагиртлириң болса, роза тутмайду?» 19 Әйса җававән: «Өйлинидиған жигитниң ағинилири униң билән болған чағда роза тутамдекән? Той жигити техи улар билән болғанда, улар роза тутмайду. 20 Лекин шундақ күнләр келидуки, өйлинидиған жигит улардин тартилип кетиду, шу чағда һәм шу күнләрдә улар роза тутиду. 21 Һечким кона кийимгә йеңи рәхттин ямақ тикмәйду, ундақ қилса, ямақ олтарғанда, кийимни жиртип ташлайду вә төшүк техиму йоғирип кетиду. 22 Шуниңдәкла һечким йеңи шарапни кона тулумға қуймайду, ундақ қилса, шарап тулумни йериветиду, шуниң билән һәм шарапму, һәм тулумму кардин чиқиду. Шуңлашқа йеңи шарапни йеңи тулумларға қуйиду»,— деди.
23 Бир шәнбидә у буғдайлиқтин өтүп кетивататти вә униң шагиртлири башақларни жулуп йейишти. 24 Шунда пәрисийләр Әйсаға: «Қара! Немишкә улар шәнбә күни Қанунға қарши иш қилиду?»— дейишти. 25 Бирақ у уларға: «Һәҗәп, силәр Давут падиша һәм униң билән биллә болғанлар ач қелип муһтаҗлиқта болғанда, немә қилғанлиғини оқумапсиләрғу? 26 Чоң роһаний Абиятар тоғрисидики баянаттин мәлум болғинидәк, Давут Худа өйигә кирип, тәғдим қилинған нанларни йеди вә өзи билән болған адәмләргә бәрди, гәрчә Тәврат қануни бойичә роһанийлардин башқа һечким уларни йейәлмәтти»,— деди. 27 У давамлаштуруп: «Адәм шәнбә үчүн әмәс, бәлки шәнбә адәмләр үчүн пәйда болған еди, 28 шуңлашқа инсан Оғлиму — шәнбиниң Егисидур»,— деди.