Аюп
36 Елиху сөзләветип, мону гәпни ейтти:
2 «Кичиккинә сәвир қилғин,
Мениң Рәбб һимайисигә
ейтидиған сөзлирим техи бар.
3 Жирақтин мулаһизәмни башлаймән
вә Яратқучимға апирин әйләймән,
4 Чүнки сөзүм алдамчилиқ әмәс
һәм силәрниң алдиңларда сағлампикирлик кишидур.
5 Мана, Тәңри улуғвар!
Лекин һечкимни пәсәйтмәйду,
У қәлб әлалиғи билән қадирдур.
6 Қанунсизға мәңгү яшашқа
рухсәт қилмайду вә
Езиләгәнгә адиллиғини көрситиду.
7 Һәққанийлардин көзини алмайду,
Уларни падишалар билән олтарғузуп,
Әбәддий тәхттә егиз көтириду.
8 Әгәр улар кишәнләрдә болуп,
Һәсрәт зәнҗирлиридә тутулса,
9 У уларға ишлирини көрситип,
гедәришип кәткәнлигини ачиду.
10 Қулақлирини нәсиһәт үчүн ечип,
Қанунсизлиқни рәт қилишни җекийду.
11 Әгәр тиңшиса, хизмәт қилиду,
Күнлирини яхши өткүзүп,
Өмрини хушлуқта аяқлаштуриду.
12 Әгәр тиңшимиса, оқтин жиқилип,
Наданлиқта өмрини түгитиду.
13 Ким жүригидә хаин болса,
Бағлиғандиму, Уни чақирмайду.
14 Уларниң җени яшлиғида түгәйду,
Һаятлиғи бәччиваз әрләр билән.
15 У җапа тартқанни қутулдуриду
Вә езилгәнниң қулиғини ачиду.
16 Сениму тарчилиқтин кәңчиликкә
чиқириду вә дәстихиниң
Униңдин яққа толиду.
17 Әгәр рәзилләргә мувапиқ
пикирләргә толған болсаң,
Әстә мәккәм тут: әйип
билән сот җипсилашқандур!
18 Шундақ! Ғәзәп сени урмисун!
Шунда зор төләмму қутқузмайду.
19 У байлиғиңни һөрмәтләмду?
Яқ! Алтун вә мүлүкниң
хиллиғини көзгә илмайду.
20 Түнни һәвәс қилма,
хәлиқләргә тәйярланған гөрни.
21 Авайла, рәзилликкә иңишма,
Чүнки аччиқ азаптин көрә,
уни илғаватқандәк сән.
22 Мана, Худа Өз күчидә
Һәммигә қадир вә ким
Униңдәк барчиниң Егисидур?
23 Ким Униңға йол көрситип:
“Сән яман иш қилдиң”,—
дейшкә җүръәт қилалайду?
24 Униң ишлирини пәқәт ойла,
Адәмзат байқиған мөҗүзилирини.
25 Барлиқ инсан уларға бақиду,
Өлүмлүк адәм жирақтин көрәләйду.
26 Қара! Рәббимиз толиму бүйүктур,
Униң һаятиниң сани һесапсиз.
27 Әршкә су тамчилирини көтириду,
Һорида ямғурлар пәйда болиду,
28 Улар асмандин қуюлуп,
Көплигән кишиләргә яғиду.
29 Ким булутлар қатламлирини
тәкшүрәләйду вә униң чедириниң
гүлдүр момилирини чүшинәләйду?
30 Мана, У нурини әтрапиға чечип,
Өзини самавий деңиз билән япти.
31 Сәвәви, улар арқилиқ хәлиқләргә
илтипат яғдуруп,
Молчилиқта уларға озуқ бериду .
32 Икки алиқинида У чақмақни тутуп,
Дүшминигә уни атмақта,
33 Мошу арқилиқ достини билдүрүп,
Падиларға йеқинлиғини туйдурмақта.