Зәбур
Давутниң мулаһизә-тәлими. Униң өңкүрдә болған вақтидики дуаси.
142 Мән Йәһваға вақирап ялвуруватимән,
Йәһвани илтипати һәққидә сораватимән.
2 Униңға қайғурушлирим тоғрилиқ жиғилап,
Жиғлап хапичилиғимни Униң йүзи алдида
Һөкүрәп төкүватимән.
3 Көңлүм чүшкүнлүктә болғанда,
Сән мениң йолумни билисән.
Қәдәмлиримгә беқип, дүшмәнлирим
Қурған тузақни көрүватисән.
4 Оң тәрипимгә қарисам, һечким мени
Тонуғуси кәлмәйду. Мениң үчүн қечиш
Макани йоқ, һечкимгә керигимму йоқ.
5 Йәһва Пәрвәрдигарим, Саңа жиғлап
Мураҗиәт қилимән: «Сән мениң Башпанайим,
Тирикләр зиминида болған
Мениң ялғуз-йеганә несивим».
6 Дәрдимгә қулақ селип, айиғина,
Чүнки мән интайин һардим.
Қоғлиғучилиримдин Өзәң қутқузғина,
Сәвәви, улар мениңдин күчлүктур.
7 Әҗайип исмиң-шәрипиңни махтишим үчүн,
Мени бу зиндандин чиқарғина.
Өп-чөрәңдә һәққанийлар жиғилип,
Биллә хошал болушиду, чүнки улар
Сениң маңа қилған илтипатиңни көриду.