Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Әлчиләр 23
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
  • 22
  • 23
  • 24
  • 25
  • 26
  • 27
  • 28
  • 29
  • 30
  • 31
  • 32
  • 33
  • 34
  • 35
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Әлчиләр 23:1—35

Әлчиләр

23 Паул Алий кеңәшкә тиклинип қарап: «Бурадәрләр, бу күнгичә Худаниң алдида қилған ишлирим үчүн вижданим пүтүнләй таза»,— деди. 2 Шу чағда башроһаний Һанания йенида турғанларға униң еғизлириға урушни буйриди. 3 Буниңға Паул: «Һакланған ақ там, сени Худа уриду! Сән Қанун бойичә мени сотлаш үчүн олтирисән, шу вақиттила Қанунға қарши мени урушқа буйруватамсән?»— деди. 4 Йенида турғанлар: «Сән Худаниң башроһанийини һақарәтләватамсән?»— дәп кайишти. 5 Паул җававән: «Бурадәрләр, мән униң башроһаний екәнлигини билмәптимән, чүнки: “Хәлқиңниң башлиғини һақарәтлимә”, дегән сөзләр йезилған»,— деди.

6 Жиғилғанларниң бир қисми садуқийларға, иккинчи қисми болса, пәрисийләргә тәәллуқ екәнлигини билгән Паул, Алий кеңәштә: «Бурадәрләр, мән пәрисий, пәрисийниң оғли. Мени өлүмдин тирилишкә болған үмүтүм үчүн сотлаватиду»,— дәп вақириди. 7 У буни ейтқанда, пәрисийләр билән садуқийларниң арисида келишмәслик башланди һәм жиғилғанлар бөлүнди, 8 чүнки садуқийлар йә тирилиш, йә пәриштиләр, йә роһий күчләр йоқ дәтти, пәрисийләр болса, буниң һәммисини иқрар қилатти. 9 Қаттиқ ваң-чуң көтирилди һәм пәрисийләрдин болған Тәврат устазлири турушуп, қизғин сөз талишишқа башлап: «Биз бу кишидә һечбир яманлиқ тапмидуқ. Әгәр униң билән роһ яки пәриштә сөзлигән болса...»,— дейишти. 10 Келишмәслик шу қәдәр күчәйдики, командан уларниң Паулни талаветишидин қорқуп, әскәрләргә уни гезәрмигә елип кетишини буйриди.

11 Мәзкүр түндә униңға Һакимдар аян болуп: «Ғәйрәтлик бол! Йерусалимда мән тоғрилиқ қандақ асаслиқ гува бәргән болсаң, Римдиму шундақ гувалиқ қилисән»,— деди.

12 Күн йоруғанда йәһудийлар өзара келишип, өзлирини қәсәм билән бағлап, Паулни өлтүрүвәтмигичә йә йемәйдиғинини, йә ичмәйдиғинини җақалиди. 13 Бу қәсәмгә 40тин ошуқ адәм қатнашти. 14 Улар чоң роһанийларға һәм ақсақалларға берип: «Биз Паулни өлтүрмигичә өзүмизни, һечнәрсә ичмәймиз һәм йемәймиз, дегән қәсәм билән бағлидуқ. 15 Шуңлашқа силәр һәм Алий кеңәш биллә команданға Паулниң ишини ениғирақ йешиш үчүн, уни елип келиш керәклигини ейтиңлар. Бирақ биз уни йолда өлтүрүветимиз»,— дейишти.

16 Амма Паулниң җийәни уни күзитиватқинини аңлап, гезәрмигә келип, униңға бу тоғрилиқ хәвәрлиди. 17 Паул йүзбешини чақирип: «Мону балини команданға апарғина, чүнки у бир нәрсини униңға хәвәрлимәкчи»,— деди. 18 Шунда бу киши уни елип, команданға апирип: «Мәһбус Паул мени чақирип, мону балини сизгә апиришимни илтимас қилди. Бу жигит сизгә бир нәрсә ейтмақчи»,— деди. 19 Командан уни қолидин йетиләп, чәткә апирип: «Сән маңа немә ейтмақчи?»— дәп сориди. 20 У җававән: «Йәһудийлар Паул тоғрисида ениғирақ билмәкчи болғандәк, уни әтә Алий кеңәшкә әкелишкә сиздин сорашни келишивалди. 21 Лекин сиз уларға ишәнмәң, чүнки 40тин артуқ адәм уни пайлап турмақта һәм уни өлтүрмигичә, йәп-ичмәйдиғинини қәсәм қилди. Әнди улар тәйяр болуп, сизниң рухситиңизни күтмәктә»,— деди. 22 Шунда командан жигитни қоюветип, униңға: «Маңа хәвәрлигиниңни һечкимгә ейтма»,— дәп җекилиди.

23 У икки йүзбешини чақиртип, уларға буйриди: «Кәчки саат тоққузда Қәйсәрийәгә кетиш үчүн, 200 әскәрни, шундақла 70 чавандазни һәм 200 нәйзичини тәйярлаңлар. 24 Һөкүмран Феликсқа аман-есән Паулни йәткүзүш үчүн, шундақла униңға атларни тәйярлап қоюңлар». 25 Һәм у мундақ мәзмундики хәтни язди:

26 «Алий муһтәрәм Феликс һөкүмранға — Клавдий Лисийдин салам! 27 Бу адәмни йәһудийлар тутувелип өлтүрмәкчи болғанда, мән әскәрлирим билән туюқсиз пәйда болуп, униң римлиқ екәнлигини билип, аман елип қалдим. 28 Уни немидә әйипләватқинини билгүм келип, уларниң Алий кеңишигә уни апардим. 29 Шуни билдимки, уни уларниң Қануниға тегишлик мәсилиләр бойичә әйипләйдикән, бирақ у өлүм яки зинданға сазавәр һечнәрсидә қилмиши йоқ екән. 30 Амма, мошу адәмгә қарши тәйярлиниватқан сүйиқәст һәққидә маңа мәлум болғанлиқтин, мән узаққа созмай, уни сизгә әвәтиватимән вә униң әйиплигүчилиригә сизниң алдиңизда униңға қарши сөзлишини буйруймән».

31 Шу вақитта әскәрләр, уларға әмир қилинғандәк, Паулни елип, түндә Антипатрисқа елип кәлди. 32 Әтиси уни чавандазлар билән әвәтиветип, өзлири гезәрмигә қайтип кәлди. 33 Чавандазлар болса Қәйсәрийәгә келип, һөкүмранға хәтни тапшуруп, Паулни униңға өткүзди. 34 Хәтни оқуп, Феликс униң қайси өлкидин болғанлиғини сорап, Киликийәдин екәнлигини ениқлиди. 35 «Мән сениң ишиңни әйиплигүчилириң кәлгәндә, тиңшаймән»,— деди у. Һәм уни Һиродниң сарийидики әскәрләрниң күзитигә тапшурушни әмир қилди.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш