Йәшуа
6 Йериха шәһири йепиқлиқ еди, чүнки у Исраил оғуллиридин қорқатти. Униңдин һечким чиқматти вә униңға һечким кирмәтти.
2 Шу чағда Йәһва Йәшуаға: «Мана, Мән қолуңға Йерихани, униң падишасини һәм униңдики барлиқ күчлүк кишиләрни бериватимән. 3 Шәһәрни чөгиләп меңиңлар вә урушқа ярамлиқ кишиләр күнигә бир қетим шәһәрниң әтрапини айлинип чиқсун. Буни алтә күн давамида қилиңлар. 4 Йәттә роһаний келишим сандуғи алдида йәттә қошқар мүңгүзидин ясалған карнәйни көтирип маңсун. Йәттинчи күни болса, шәһәрни йәттә қетим айлинип чиқиңлар вә роһанийлар карнәйләрни чалсун. 5 Йәттинчи қетим мүңгүз-карнәй челинғанда, униң авазини аңлиғанда, барлиқ хәлиқ жуқури авазда вақирисун. Шу чағда шәһәрниң сепили һулиғичә өрүлүп чүшиду вә хәлиқ һәр тәрәптин униңға кириду»,— деди.
6 Шуниң билән Нунниң оғли Йәшуа роһанийларни чақирип, уларға: «Келишим сандуғини көтириңлар. Йәттә роһаний йәттә қошқар мүңгүзидин ясалған карнәйни елип, Йәһваниң сандуғиниң алдида маңсун»,— деди. 7 Хәлиқкә болса мундақ җекилиди: «Берип, шәһәрни айлиниңлар, қуралланған әскәрләр Йәһваниң аян сандуғи алдида маңсун». 8 Йәшуа мошу сөзләрни хәлиқкә ейтқандила, йәттә карнәй тутқан йәттә роһаний Йәһваниң алдида меңип карнәй чалди. Улар қаттиқ авазда карнәй челишти, уларниң кәйнидин Йәһваниң келишим сандуғи маңди. 9 Қуралланған әскәрләр роһанийларниң алдида маңди, кәйнидикиләр Худаниң келишим сандуғи арқисида меңип, карнәйләрни чалди.
10 Хәлиқкә Йәшуа әмир қилип: «Вақиримаңлар вә авазиңларни чиқармаңлар һәм еғизиңлардин мән силәргә: “Вақираңлар!” дегичә бирму сөз чиқмисун. Шу пәйттә вақирайсиләр»,— дәп чүшәндүрди. 11 Шундақ қилип, Йәһваниң келишим сандуғи шәһәрниң әтрапини бир айлинип чиқти. Андин улар қараргаһқа келип қонди.
12 Әтиси Йәшуа таң сәһәрдә турди вә роһанийлар Йәһва Худаниң келишим сандуғини елип маңди. 13 Йәттә мүңгүз-карнәйни көтәргән йәттә роһаний Йәһваниң сандуғи алдида меңип, уларни чалди. Қуралланған әскәрләр алдида маңди. Кәйнидә қуралланған әскәрләр Йәһваниң келишим сандуғиниң арқисида маңатти. 14 Шундақларчә әтисиму шәһәрни бир қетим айлинип чиқти. Аңдин қараргаһқа қайтип кәлди. Бу ишни улар алтә күн уда қилди.
15 Йәттинчи күни сәһәрдә туруп, күн йоруғичә улар мошундақ тәриздә шәһәрни йәттә айлинип чиқти. Пәқәт мошу күнила шәһәрни йәттә рәт айланди. 16 Йәттинчи қетим роһанийлар карнәйләрни чалғанда, Йәшуа хәлиқкә: «Вақираңлар! Чүнки Йәһва силәргә мәзкүр шәһәрни тапшурди! 17 Шәһәр вәйранлиққа учриши һаҗәт вә униңдики барлиқ нәрсә Йәһва Илаһниңкидур! Пәқәт паһишә Раһаб вә униң өйидикиләрла тирик қалиду. Чүнки у биз әвәткәнләрни йошурған еди. 18 Амма силәр қирилишқа тегиш нәрсидин пәхәс болуңлар, бирнәрсигә тәгсәңлар, өзәңларму қирилишқа тегишлик болусиләр. Шуниңдәкла Исраил оғуллириниң қараргаһиға қарғиш әкелип, униңға дәрт тапмаңлар. 19 Барлиқ күмүч, алтун вә мис һәм төмүр қачилар Йәһваға тәәллуқ һәм Йәһваниң ғәзнисигә чүшиду»,— дәп ейтти.
20 Қошқар мүңгүзләрдин ясалған карнәйләр челинди вә хәлиқ қаттиқ вақириди. Хәлиқ карнәйләрни аңлап, қаттиқ вақириғанда, Йериханиң сепили һулиғичә өрүлүп, вәйран болди. Шу чағда һәммиси шәһәргә өз тәрипидин жүгрәп киришти вә шәһәрни бесивалди. 21 Шуниң билән улар шәһәрдә болған һәммисини қиришқа башлиди: әр вә аял кишиләрни, яш-қериларни, буқиларни, ешәкләрни вә қойларни қилич билән йоқ қилди.
22 Ушбу зиминни пайлап кәлгән икки җәңчигә Йәшуа мундақ деди: «Һелиқи паһишәниң өйигә берип, уни вә өйидики барлиғини, силәр униңға вәдә бәргиниңлардәк, елип чиқиңлар». 23 Шуниң билән икки пайлақчи Раһаб вә униң туққанлири: ата-анисини, ака-укилирини вә уларниң бала-чақисини елип чиқип, Исраил қараргаһиниң сиртида қойди.
24 Шәһәрни вә униңдики барлиқ нәрсини от билән көйдүрүвәтти, пәқәт күмүч билән алтунни вә мис, төмүр қачиларни Йәһваниң ғәзнисигә өткүзди. 25 Шундақ қилип, Йәшуа Раһаб паһишәни вә ата-анисиниң өйини тирик қалдурди. Шунлашқа Раһаб мошу күнгичә Исраилниң арисида яшимақта, чүнки у Йәшуа Йерихани пайлап келиш үчүн әвәткәнләрни мөкүндүргән еди.
26 Шу чағда Йәшуа қәсәм ичип, мундақ дегән еди: «Йәһваниң алдида мошу Йериха шәһирини йәнә тикләп ясайдиған киши ләнәткә учрисун! У бу шәһәрниң һулини тунҗисида салған болуп, униң дәрвазилирини өзиниң кәнҗә оғлида тиклисун».
27 Шундақ қилип, Йәһва Худа Йәшуа билән биллә болуп, униң шан-шәрипи пүткүл зиминға тариди.