Йәшуа
19 Иккинчи чәк Шимон оғуллириниң қәбилисигә уларниң аилилири бойичә чиқти. Уларниң мираси Йәһуда оғуллириниң йәрлири ичидә болди. 2 Уларниң мирасида Бәршеба яки Шеба, Молада, 3 Хазар-Шуал, Балаһ вә Әзәм, 4 Әлтолад, Битул вә Хорма, 5 Зиқлақ, Бәйт-Маркабот вә Хазар-Суса, 6 Бәйт-Либаот вә Шарухән: 13 шәһәр йезилири билән. 7 Айин, Риммон, Әтәр вә Ашан: 4 шәһәр йезилири билән. 8 Шундақла җәнубий Рамаһ яки Баалат-Беэрғичә болған мошу шәһәрләрниң барлиқ йезилириму кириду. Мана, ушбу несип Шимон оғуллири қәбилисиниң аилилири бойичә мирасидур. 9 Йәһуда оғуллири йеридин Шимон қәбилисигә йәр бөлүнди. Сәвәви Йәһуда оғуллириниң йери бәк йоған болғанлиғидин, униңдин бир парчә йәр Шимон оғуллириға берилди.
10 Үчинчи чәк Зәбулун оғуллириға аилилири бойичә чиқти вә уларниң зимини Саридқичә болди. 11 Уларниң чегариси деңизғичә вә Маралғичә созулуп, Йоқниам өстиңигә барди. 12 Саридтин у шәриқ тәрәпкә қайтип, Кислов-Таборниң чегарисиғичә бариду. Бу җайдин у Дабиратқичә меңип Йатиеғичә бариду. 13 Бу йәрдин у шәриқкә Гатхефәрғичә Етқазинға йетип, андин Риммонға, Митоарға вә Неаға бариду. 14 Чегарә шималдин Ханнатонға бурулуп, Йиптахәл вадисида түгәйду. 15 Андин Қаттат, Наһалал, Шимрон, Йидала вә Бәйтләһәм: 12 шәһәр йезилири билән. 16 Мана мошу шәһәрләр вә йезилар Зәбулун оғуллири қәбилисиниң аилилири бойичә мираси.
17 Төртинчи чәк Иссакар қәбилиси оғуллириға аилилири бойичә чүшти. 18 Уларниң чегариси Йизриәл, Кисуллот вә Шунәм, 19 Хафарайим, Шион вә Анахарат. 20 Раббит, Қишйон вә Әбәз, 21 Рәмәт, Ән-Ганним, Ән-Хадда вә Бәйт-Паззәз. 22 Уларниң чегариси Табор, Шагасим вә Бәйт-Шәмәшкә чаплишип меңип, Йорданниң қешида түгәйду: 16 шәһәр йезилири билән. 23 Мана мошу шәһәрләр һәм йезилар Иссакар қәбилиси оғуллириниң аилилири бойичә мираси.
24 Бәшинчи чәк Ашер оғуллири қәбилисигә чиқти. 25 Уларниң чегариси Хәлқат, Хали, Бәтән вә Акшаф, 26 Алламмеләк, Амад вә Мишал, чегарә ғәрип тәрәптин Кармәлға вә Шихор-Либнатқа йетиду. 27 Андин у кәйнигә бурулуп, шәриқтә Бәйт-Дагонға меңип, Зәбулунға шималдин Йиптахәлға, Бәйт-Емәкқа вә Нийәлға йеқинлишип, сол тәрәптин Қабулниң йенидин өтиду. 28 Андин Әброн, Рихоб, Хаммон вә Қанаһ бүйүк Сидонғичә. 29 Кейин чегара Рамаһғичә қайтип, һәтта Тирдәк қорған шәһәргичә бариду. Андин Хосаға бурулуп, деңизниң қешида Акзиб дегән йәрдә түгәйду. 30 Андин Умма, Афеқ вә Рихоб: 22 шәһәр йезилири билән. 31 Мана мошу шәһәрләр һәм йезилар Ашер қәбилиси оғуллириниң аилилири бойичә мираси.
32 Алтинчи чәк Нәпталим оғуллири қәбилисигә чиқти. 33 Уларниң чегариси Хелеттин вә Заананимдики емәнликтин меңип, Адами-Некәб вә Ябниелғичә берип, һәтта Лақумғичә, Йорданниң қирғақлирида түгәйду. 34 Бу җайдин у ғәрипкә Азнот-Таборға бурулуп, Хуқоққа меңип, Зәбулунға җәнуптин, Ашерға ғәриптин, Йәһудаға шәриқтин Йорданға йеқин җайда өтиду. 35 Мустәһкәмләнгән шәһәрләр: Зиддим, Зәр, Хаммат, Раққат вә Кинирет, 36 Адама, Рамаһ вә Хазор, 37 Қәдәш, Әдрәй вә Енхазор, 38 Йирон, Мигдәл-Әл, Хорем, Бәйт-Анат, Бәйт-Шәмәш: 19 шәһәр йезилири билән. 39 Мана мошу Нәпталим оғуллири қәбилисиниң шәһәрлири һәм йезилири аилилири бойичә, уларниң мираси.
40 Йәттинчи чәк Дан оғуллири қәбилисигә чүшти. 41 Уларниң чегарилири Зораһ, Әштаол вә Ир-Шәмәш, 42 Шаалбим, Айялон вә Йитлаһ, 43 Елон, Тимнаһ вә Әқрон, 44 Әлтәкә, Гиббитон вә Баалат, 45 Йиһуд, Бәни-Бәрақ вә Гат-Риммон, 46 Меярқон вә Яппаниң йенидики Рақон болди. 47 Дан оғуллириға йәр аз кәлгән сәвәвидин, улар уруш билән Ләшәмға берип уни алди вә қилич билән қирип, уни мираслиққа елип, җайлишип, әҗдадиниң исми Дан билән атиди. 48 Мана мошу шәһәрләр вә йезилар Дан оғуллириниң қәбилисигә аилилири бойичә тәгди. Бу уларниң мираси.
49 Йәрни бөлүш түгигәндә, шу чағда Исраил оғуллири өз арисида Нунниң оғли Йәшуаға несип бәрди. 50 Йәһваниң әмри бойичә униңға Тимнат-Хәрәс шәһирини бәрди. Чүнки у Әпрайим теғида өзигә мәзкүр шәһәрни сориған еди. У бу шәһәрни ясап, униңда яшиди.
51 Мана, ушбу мирасларни Елиазар баш роһаний вә Нунниң оғли Йәшуа һәм қәбилиләрниң башчилири Исраил оғуллириға чәк ташлап, Шилоһта Йәһваниң көз алдида, учришиш чедириниң киришидә бөлүп бәрди. Шундақ қилип, йәр-зимин бөлүнди.