Йәшуа
22 Шу чағда Йәшуа Рувимниң, Гадниң қәбилилирини вә Манасәниң йерим қәбилисини чақирип: 2 «Силәр Йәһваниң қули Муса буйриған барлиқ нәрсиләрни вә мән силәргә буйриған сөзлиримни орунлидиңлар. 3 Силәр бүгүнки күнгичә көплигән күнләр давамида бурадәрлириңларни ташлимидиңлар вә Худайиңлар Йәһваниң әмри бойичә қилинидиған барлиқ нәрсигә әмәл қилдиңлар. 4 Һазир болса Тәңриңлар Йәһва бурадәрлириңларни, уларға ейтқинидәк, тиничландурди. Шуңа чедирлириңларға қайтиңлар, Йәһваниң қули Муса Йорданниң кәйнидә егиликкә бәргән йериңларға. 5 Пәқәт Йәһваниң қули Муса силәргә вәсийәт қилған әмирләр билән қанунни топ-тоғра орунлаңлар: Худайиңлар Йәһвани сөйүшни, Униң барлиқ йоллири билән меңишни, Униң вәсийәтлирини сақлашни, Униңға чаплишип, пүтүн жүригиңлар вә пүтүн җениңлар билән Униңға хизмәт қилишни»,— деди.
6 Андин Йәшуа уларни бәрикәтләп йолға салди, улар өз чедирлириға қайтишти, 7 Манасәниң йерим қәбилисигә Муса егиликни Башанда бәрди. Йәнә бир йеримиға Йәшуа ғәрип тәрәптики Йорданниң бу четидә бурадәрлири билән мирас бәрди. Йәшуа уларни чедирлириға қайтурғанда мундақ дәп бәрикәтлиди: 8 «Зор байлиқ билән чедирлириңларға қайтиватисиләр, көплигән мал-падилар билән, күмүч, алтун, мис вә төмүр билән, көплигән кийимләр билән. Дүшмәнлириңлардин алған олҗини бурадәрлириңлар билән бөлүшүңлар».
9 Шундақ қилип, Рувим, Гад вә Манасәниң йерим қәбилисиниң оғуллири Исраил оғуллиридин, Қанан йеридики Шилоһтин жүрүп, Йәһваниң Муса арқилиқ бәргән әмри бойичә өз зимини Гилиад йеригә қайтип кәлди. 10 Қанан йеридики Йорданниң әтрапиға келип, Рувим, Гад вә Манасә оғуллириниң йерим қәбилиси Йорданниң йенида йоған бир қурбангаһни ясиди. 11 Шунда Исраил оғуллири буни аңлап, мундақ дейишти: «Мана Рувим, Гад вә Манасәниң йерим қәбилисиниң оғуллири Қанан йеридин қариму-қарши, Исраил оғуллириға қарши, Йорданниң әтрапида қурбангаһ ясапту». 12 Буни барлиқ Исраил оғуллири аңлиғанда, улар барлиқ җәмийити билән Шилоһқа жиғилип, уларға уруш қилишқа маңди.
13 Һалбуки, Рувим, Гад вә Манасәниң йерим қәбилиси оғуллириға Гилиад зиминиға улар Елиазар баш роһанийниң оғли Пиниһас роһанийни әвәтти. 14 Шундақла униң билән һәрбир Исраил қәбилилиридин бирдин башчини —10 башчини әвәтти, улар Исраил қәбилилириниң башлиқлири еди. 15 Улар Рувим, Гад вә Манасә йерим қәбилиси оғуллириға Гилиад йериға келип:
16 «Йәһваниң пүткүл җәмийити мундақ дәйду: “Немә үчүн силәр Исраил Худасидин үз өрүп, Йәһваға қарши чиқип, өзәңларға мошу қурбангаһни Йәһваға қарши ясидиңлар? 17 Силәргә Пигор үчүн қилған қилмишимиз аз девидиму, униңдин мошу күнгичә техи тазиланмидуққу? Униң үчүн Йәһваниң җәмийити қирилғанлиғини әстин чиқардиңларму? 18 Бүгүн болса, Йәһвадин чекиндиңларму? Бүгүн силәр Худаға қарши иш қиливатисиләр, әтә болса Йәһва пүткүл Исраил җәмийитигә ғәзивини төкиду. 19 Әгәр силәр егилигән йәр напак көрүнсә, Йәһваниң муқәддәс чедири бар йәргә өтүңлар. Бу җайдин, бизниң аримиздин Йәһваниң қурбангаһи бар җайдин егилик елиңлар, амма Йәһваға қарши чиқмаңлар. Шундақла Худайимиз Йәһваниң қурбангаһидин башқа қурбангаһ ясап, бизгиму қарши чиқмаңлар. 20 Мошундақ җинайәтни Зараниң оғли Акан қилип, ләнәткә тутулған нәрсидин елип, пүткүл Исраилни ғәзәпкә бәргәнлигини унтудиңларму? У қилмиши үчүн бир өзи өлгини йоқ”»,—дейишти.
21 Рувимниң, Гадниң вә Манасәниң йерим қәбилиси оғуллири җававән Исраил қәбилилири башчилириға мундақ деди: 22 «Худаларниң Худаси Йәһвадур, һәммигә Қадир Йәһва, У билиду вә Исраилму билсун! Әгәр биз Пәрвәрдигар Йәһвадин үз өргән болсақ, бизни ушбу күндә зади айимаңлар! 23 Әгәр биз Йәһвадин чәтнәш үчүн мошу қурбанғаһни ясап, униңда көйдүрмиләрни, нан һәдийәлирини яки шүкүр қурбанлиқларни әкелишкә салған болсақ, Йәһва Өзи бизни җазалисун! 24 Лекин биз буни силәрниң оғуллириңлар бизниң оғуллиримизға кейинки вақитларда:“Исраил Худаси Йәһва билән силәрниң немә кариңлар бар? 25 Йәһва силәр, Рувим вә Гад оғуллири, һәм бизниң аримизда Йорданни чегаридәк бәлгүлиди, шуңлашқа силәргә Йәһвада несип йоқ”,— демәслиги үчүн қилдуқ. Шундақ қилип, силәрниң оғуллириңлар бизниң оғуллиримизға Йәһваға ибадәт қилишқа йол бәрмиши мүмкин еди.
26 Шуңа биз: “Өзимизгә көйдүрмиләр вә қурбанлиқлар үчүн әмәс қурбангаһ ясайли, 27 бәлки у биз билән силәр аримизда кәлгүси әвлатлар дәвридә гувачи болсун. Биз силәрдәкла Йәһваға көйдүрмилиримиз вә қурбанлиқлиримиз һәм течлиқ һәдийәлиримиз билән хизмәт қилидиған һоқуқимиз бар вә кейинки вақитларда силәрниң әвладиңлар бизниң әвладимизға: “Йәһвада силәргә несип йоқ,”— демәслиги үчүн. 28 Биз ойлидуқки, әгәр бу сөзләрни келәчәктә бизниң әвладимизға десә, биз җававән: “Көрүватамсиләр, атилиримиз көйдүрмиләр вә қурбанлиқлар үчүн әмәс, бәлки аримизда гувачи болуши үчүн Йәһваниң намиға мошу қурбангаһсиман нәрсини ясап қойғанди, дәймиз. 29 Буни биз һәргиз Йәһваға қарши чиқишқа яки Йәһвадин үз өрүшкә ясиғинимиз йоқ. Өзимизниң көйдүрмилиримиз вә нан һәдийәлиримиз һәм башқа қурбанлиқлиримиз үчүн Йәһва Худаниң муқәддәс чедиридики қурбангаһ бардур”».
30 Пиниһас роһаний, җәмийәтниң башлиқлири вә униң билән болған Исраил қәбилилири башчилири Рувим, Гад вә Манасә йерим қәбилиси оғуллириниң җававини аңлап, уларни мақуллиди. 31 Шуниң билән Елиазар баш роһанийниң оғли Пиниһас Рувим, Гад вә Манасә оғуллириға мундақ деди: «Бүгүн биз Йәһваниң аримизда бар екәнлигигә көз йәткүздуқ, чүнки силәр қилмишни қилмапсиләр. Шундақ қилип, силәр Исраил оғуллирини Йәһваниң қолидин қутулдурдиңлар».
32 Пиниһас роһаний вә башлиқлар Рувим, Гад вә Манасә оғуллиридин Қанан йеригә Исраил оғуллириға мошундақ җавап билән қайтип кәлди. 33 Исраил оғуллири буни мақуллап, Исраилниң Худасини мәдһийилиди һәм у қәбилиләр яшиған зиминни берип вәйран қилиштин қол тартти.
34 Рувим, Гад вә Манасә йерим қәбилисиниң оғуллири ясиған қурбангаһини Ед дәп атиди, чүнки у Йәһваниң һәқиқий Худа екәнлигини тәкитләйдиған аримиздики гувачидур.