Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Һакимлар 3
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
  • 22
  • 23
  • 24
  • 25
  • 26
  • 27
  • 28
  • 29
  • 30
  • 31
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Һакимлар 3:1—31

Һакимлар

3 Мана, исраиллиқларни синаш үчүн Йәһва қалдурған хәлиқләр. Бу исраиллиқлар Қанан йеридә болған урушлар тоғрисида билмигәнләрдур. 2 Бу шуниң үчүн болдики, бурун урушни билмигән вә үгәнмигән Исраилдики кейинки әвлатларға, уларниң билиши вә үгиниши үчүндур: 3 Филистийәликләрниң бәш падишаси, барлиқ қананлиқлар, сидонлиқлар вә Хаматқа киридиған җайдин, Баал-Һәрмон теғидин башлап Ливан теғида яшайдиған һивийлар. 4 Улар исраиллиқларни синаш үчүн қалдурулған еди. Буниң арқилиқ шуни билгили болатти, улар Муса арқилиқ әҗдатлириға Йәһваниң бәргән вәсийәтлиригә әмәл қиламду йоқму. 5 Шундақ қилип, Исраил оғуллири қананлиқлар, хетийлар, аморийлар, пәризийләр, һивийлар вә йәвусийлар арисида яшиди. 6 Улар бу хәлиқләрниң қизлирини өзлиригә хотунлуққа алди вә қизлирини уларниң оғуллириға берип, уларниң илаһлириға хизмәт қилди.

7 Исраил оғуллири Йәһваниң көзидә зулум иш қилди вә улар өз Худайи Йәһвани унтуп, Бааллар билән Аштарәтләргә хизмәт қилишти. 8 Шуниң билән Йәһваниң ғәзиви Исраилға қайнап, У уларни Месопотамияниң падишаси Хушан-Ришатаимниң қолиға селип бәрди. Улар униңға сәккиз жил хизмәт қилди. 9 Шу чағда Исраил оғуллири Йәһваға жиғлишип мураҗиәт қилди вә Йәһва уларға Халебниң иниси, Кеназниң оғли Отнийәлни бәрди. У уларни қутқузди. 10 Униңда Йәһваниң муқәддәс роһи болған еди вә у Исраилниң һакими еди. У урушқа чиққанда, Йәһва униң қолиға Месопотамияниң падишаси Хушан-Ришатаимни селип бәрди вә у ғәлибә қазанди. 11 Шуниңдин кейин йәр 40 жил хатирҗәмликтә яшиди һәм Кеназниң оғли Отнийәл вапат болди.

12 Андин Исраил оғуллири Йәһваниң көзидә йәнә явузлуқ қилишни башлиди. Шунда Йәһва Моабниң падишаси Еглонни Исраилға қарши күчәйткүзди. Буни уларниң Йәһваға қарши зулум ишлири үчүн қилди. 13 Еглон өзигә Аммонниң вә Амаләкниң оғуллирини жиғип, Исраилға берип, уни уҗуқтуруп Йерихани егиләвалди. 14 Шуниң билән Исраил оғуллири Моабниң падишаси Еглонға 18 жил хизмәт қилди. 15 Андин Исраил оғуллири Йәһваға илтиҗа қилип, жиғлашти. Йәһва уларға Йәминийниң оғли, Гераниң оғли солхай Еһудни қутқазғучи ретидә бәрди. Униң арқилиқ Исраил оғуллири Моабниң падишаси Еглонға һәдийәләрни әвәтти. 16 Еһуд өзигә иккибислиқ, җәйнәк узунлиғида қилични ясап, уни кийиминиң астида белиниң оң тәрипигә бағлап барди. 17 Һәдийәләрни Моабниң падишаси Еглонға тәғдим қилди. Еглон болса бәк семиз адәм еди.

18 Еһуд һәдийәләрни бәргәндин вә буларни әкиргән кишиләрни чиқиривәткәндин кейин, 19 өзи Гилгалдики бутлардин қайтип келип, Еглонға: «Мениң сизгә, падиша, бир сирлиқ сөзүм бар»,— деди. У болса: «Теч!»— деди. Шуниң билән униң йенида турған барлиғи чиқишип кәтти. 20 Еһуд униң йениға кирди, у болса айрим турған салқин бир бөлмидә олтиратти. Еһуд: «Мениң сизгә Худаниң сөзи бар»,— деди. Еглон үстәлдин турди. 21 Шу чағда Еһуд сол қоли билән оң ямпишидики есиқлиқ қилични чиқирип, униң қарниға санчиди. 22 Қиличниң биси пүтүнләй, һәтта ғилави билән униң мейиға кирип кәтти. У қилични униң қарнидин чиқармиди һәм у кәйнидин тәрәт билән чиқти. 23 Еһуд бу бөлминиң ишиклирини тақап, деризә арқилиқ чиқип кәтти. 24 У чиқип кәткәндин кейин Еглонниң қуллири келип, бөлминиң ишиклири тақақлиқ турғанлиғини көрүп: «Тайлиқ, у тәрәт еһтияҗини салқин бөлмидә пүтүриватқан охшайду»,— дәп ойлиди. 25 Хелә көп вақит күтүп, һечким бөлминиң ишигини ачмиғинини байқап, ачқучни елип, ечип кирсә, мана, ғоҗайини йәрдә өлүк ятқан.

26 Улар һәйран болуп жүргәндә Еһуд бутларниң йенидин өтүп, қечип Сеиратта қутулди. 27 У келип, Әпрайим теғида карнәй чалди вә униң билән Исраил оғуллири тағдин чүшти. У уларниң бешида еди. 28 Еһуд уларға: «Кәйнимдин жүрүңлар, чүнки Йәһва дүшмәнлириңлар моаблиқларни қолуңларға тапшурди»,— деди. Шундин улар кәйнидин меңип, Йордан арқилиқ селинған өткүлни моаблиқлардин тартивалди. Улар бу өткүлдин һечкимни қоюп бәрмәтти. 29 Шу вақитта улар моаблиқлардин 10 000 йеқин кишини өлтүрүвәтти, барлиқ миқта вә қәйсәр әскәрләрни, улардин һечқайсиси қечип кетәлмиди. 30 Шундақларчә шу күни Моаб Исраилниң қоли астида баш әгди вә йәр 80 жил арам алди.

31 Униңдин кейин Анатниң оғли Шамгар һаким болди. У мал һайдайдиған өткүр яғач билән 600 филистийәликләрни қирип ташлиди, уму Исраилни қутқузуп қалди.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш