Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Тарихнамә 1-язма 13
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Тарихнамә 1-язма 13:1—14

Тарихнамә 1-язма

13 Давут миңбешилар, йүзбешилар вә барлиқ башчилар билән мәслиһәтләшти. 2 Давут пүткүл Исраил җәмийитигә: «Әгәр силәргә лайиқ болса вә шуниңға Пәрвәрдигаримиз Йәһваниң әрки болса, қалған бурадәрлиримизгә, барлиқ Исраил өлкилиригә һәм шуниң билән биллә роһанийлар һәм ләвийләрниң шәһәрлиригә вә әтрапидики йәрлиригә биргә жиғилишни тәклип қилимиз. 3 Өзүмизгә Худаниң сандуғини йөткәп әкеләйли, чүнки ушбу һәққидә Саулниң күнлиридә ойлапму бақмаптимиз»,— деди. 4 Пүткүл җәмийәт җававән: «Шундақ қилайли!»— дәп қоллиди, чүнки бу иш барлиқ хәлиқниң көзидә адаләтлик көрүнди. 5 Шундақ қилип, Давут барлиқ исраиллиқларни һәқ Худаниң келишим сандуғини Кириат-Йаримдин йөткәш үчүн, Мисир дәриясидин һәтта Хаматқа киришкичә жиғди.

6 Йәһудида болған Кириат-Йарим, яки Баалға Давут һәм пүткүл Исраил барди. Улар шу йәрдин хурабинларда олтиридиған Йәһва Тәңриниң сандуғини вә униңда Униң исми моҗут бу затни йөткәшкә кәлди. 7 Улар Худа сандуғини Аминадаб өйидә болған йеңи һарвуға селип маңди. Узза билән Ахийо бу һарвуни күзитип жүрди. 8 Давут билән барлиқ исраиллиқлар һәққаний Худаниң алдида хошаллиғини нахшиларни бар күчи билән ейтип, чилтар, тарлиқ сазлар, думбақлар вә карнәйләр тавушлири арқилиқ ипадилиди. 9 Улар Хидонниң хаминиға йетип кәлгәндә, Узза қолини созуп сандуқни тутти, чүнки өкүзләр уни өрүветишкә сәл қалди. 10 Йәһваниң ғәзиви Уззаға туташти вә У уни қолини сандуққа тәккүзгәнлиги үчүн җазалиди. Узза шу йәрдила Худаниң йүзи алдида өлди. 11 Давут Йәһва Уззани һалак қилғини үчүн қайғурди. Шуңа мәзкүр җай Парес-Узза, дәп мошу күнгичә атилиду.

12 Давут һәқ Худадин шу күни чөчүп кәтти вә: «Қандақларчә мән өзәмгә һәққаний Худаниң сандуғини әкирәләймән?!»— деди. 13 Шуниң билән Давут өзигә, Давутниң шәһиригә, келишим сандуғини әкәлмәй, уни гатлиқ Овед-Едомниң өйигә апириветишни буйриди. 14 Һәқ Худаниң сандуғи Овед-Едомниң өйидә үч ай болди вә Йәһва Овед-Едомниң аилисини вә өйидики һәммә нәрсини бәрикәтлиди.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш