Зәбур
99 Йәһва Рәбб падишалиқ қиливатиду:
Хәлиқләр әйминип титрәшсун! Униң тәхти
Хурабинлар үстидә. Йәр тәврәнсун!
2 Йәһва Сионда улуқтур һәм
Пүткүл хәлиқләр Униң қолида.
3 Улар Униң бүйүк һәм қорқунучлуқ исмини
Ихласмән мәдһийилисун, У муқәддәстур!
4 Адаләтликни яхши көридиған һәммигә Қадир
Падишани көтәрсун. Сән тоғра
Һоқуқни тәстиқлидиң вә Яқупта һәқлиқ
Вә бир қатарда һәққанийлиқни тиклидиң.
5 Пәрвәрдигаримиз Йәһвани шәрәпләңлар,
Униң айиғи астида тазим қилиңлар.
Сәвәви, У муқәддәстур!
6 Униң роһанийлири Муса билән Һарун, Самуил
Уни чақирғанлар арисида. Улар Йәһваға мураҗиәт
Қилғанда, У уларға җавап берәтти.
7 У улар билән булут түврүктин сөзләтти.
Улар вәсийәтлири вә Қанунни сақлиди.
8 Йәһва Тәңримиз, уларни Сән аңлаттиң.
Уларни кәчүрүп, җазалашниму унтуматтиң.
9 Бизниң Иҗаткаримиз Йәһвани махтаңлар вә Униң
Қуддус теғида ибадәт қилиңлар,
Чүнки Рәббимиз Йәһва муқәддәстур!