Зәбур
Асавниң күйи.
82 Худа Өз жиғинида, худаларниң арисида болуп,
Қарар чиқарди:
2 «Йәнә қанчә силәр адаләтсиз һөкүм чиқирисиләр
Вә рәзилләр тәрипидә турусиләр? (Селаһ)
3 Гадай билән житимни дурус сотлаңлар, тәқипләнгән
Билән намратқа һимайә көрситиңлар.
4 Аҗиз вә қәмбәғәлни қутулдуруңлар,
Яманларниң қолидин жулувелиңлар».
5 Бирақ улар тонуп-билмиди, һечнәрсиниң тегигә
Йәтмиди, қараңғулуқта жүрмәктә:
Йәрниң барчә һуллири силкәнди.
6 Мән уларға ейттим: «Силәр худалар
Һәм барлиғиңлар Илаһниң оғуллири.
7 Амма силәр башқа инсанлардәк
Өлисиләр, бәгләрдәк жиқилисиләр».
8 Бизниң Пәрвәрдигаримиз, турғина, пүткүл
Инсанийәтни сотлиғина,
Чүнки бар хәлиқләр Саңа мәнсүп!