Марк
3 Әйса йәһудий ибадәтханиға йәнә кәлгәндә, у җайда қоли қуруп кәткән адәм бар еди. 2 Пәрисийләр уни әйипләш үчүн, шәнбидә бу кишини сақайтамду дәп, Әйсани диққәт билән күзәтти. 3 У қоли қуруп кәткән адәмгә: «Орнуңдин туруп, оттуриға чиқ»,— деди. 4 Андин у пәрисийләрдин: «Шәнбә күни немә қилиш қанунлуқ: яхшилиқму яки яманлиқму, җанни қутқузушму яки уни өлтүрүшму?»— дәп сориди. Лекин улар җим турди. 5 Шу чағда у уларниң жүрәк-бағрилириниң берәһимлигигә қаттиқ хапа болуп, уларға нәпрәт билән қаридидә вә әву кишигә: «Қолуңни сун»,— деди. У сунуведи, қоли тамамән сақайди. 6 Шундин кейин пәрисийләр чиқип, дәрру Һирод падишаниң тәрәпдарлири билән Әйсани өлтүрүш һәққидә келишишкә башлиди.
7 Әйса өз шагиртлири билән деңиз бойиға кәтти һәм Җәлилийә вә Йәһудийәдин кәлгән көпчилик униң кәйнидин әгишип маңди. 8 Һәтта Йерусалимдин вә Едумиядин, Йорданниң арқисидин вә Тир һәм Сидон әтрапидин көплигән хәлиқ униңға кәлди. Улар униң қанчилик нурғун нәрсиләрни қилғанлиғини аңлиған еди. 9 Халайиқ уни қистимаслиғи үчүн, у шагиртлириға дайим анчә йоған әмәс қолвақни тәйярлап қоюшни буйратти. 10 У нурғунлиған кишиләрни сақайтқини сәвәвидин, еғир кесәлләргә муптила болған адәмләр униңға өзини тәккүзүш үчүн өзлирини ататти. 11 Һәтта напак роһлар уни көргәндә, алдида жиқилип: «Сән — Худаниң Оғли!»— дәп вақиришатти. 12 Бирақ у нурғун қетим уларға өзиниң ким екәнлигини ейтишни мәнъий қилди.
13 Әйса таққа чиқип, халиған кишилирини өзигә чақирди. Улар йениға кәлгәндә, 14 у 12 адәмни таллап, уларни әлчиләр дәп атиди. Әйса уларни униң билән биллә болуши, вәз ейтишқа әвәтилиши 15 һәм уларда җинларни һайдаш һоқуқи болуши үчүн таллиди.
16 Мана мошу Әйса таллавалған 12си: Симун (уни Петрус дәпму атиди), 17 Зәбәдийниң оғуллири Яқуп вә Йоһан (уларни «бени рәгәш», йәни «гүлдүрмоминиң оғуллири» дәпму атиди), 18 Әндәр, Филип, Бартоломай, Мәтта, Томас, Һалпайниң оғли Яқуп, Тадай, вәтәнпәрвәр дәп аталған Симун 19 һәм кейинәрәк уни сетивәткән Йәһуда Ишқарийот.
Әйса өйгә кирди 20 һәм йәнә көп адәм жиғилғанлиқтин, улар һәтта тамақлиналмиди. 21 Униң туққанлири йүз бериватқан ишларни аңлиғанда: «У есидин адишипту»,— дәп, уни елип кетишкә кәлди. 22 Йерусалимдин кәлгән Тәврат устазлири болса: «Униңда Баалзәбул вә у җинларни уларниң башлиғиниң ярдими арқилиқ қоғлаватиду»,— дейишти. 23 Шунда Әйса уларни өзигә чақиривелип, мисалларни кәлтүрүп, мундақ деди: «Қандақларчә Шәйтан Шәйтанни қоғлайду? 24 Әгәр падишалиқ өзидә бөлүнсә, у падишалиқ пут тирәп туралмайду. 25 Һәм әгәр өйму өзидә җедәллишип бөлүнсә, у туралмайду. 26 Шуниңдәкла, әгәр Шәйтан өзигә өзи қарши чиқса һәм бөлүнсә, у туралмайду, әксичә, у вәйранчилиққа йеқиндур. 27 Һечким күчлүкниң өйигә кирип, уни авал бағлимиса, мүлкини булаң-талаң қилалмайду. Пәқәт шу чағдила у униң өйини булаң-талаң қилиду. 28 Силәргә һәқни ейтиватимәнки: кишиләр қандақму гуналарни өткүзмисун һәм қандақла иплас сөзләрни ейтмисун, һәммәйлән уларға кәчүрүлиду. 29 Амма муқәддәс роһқа күпүрлүк қилған адәмгә мәңгү кәчүрүм йоқтур. Бу гунаниң әйиви униңда әбәттин-әбәт қалиду». 30 Әйсаниң буларни дейишиниң сәвәви, уларниң: «Униңда напак роһ», дегәнлиги үчүндур.
31 Униң аниси билән инилири келишти вә талада туруп, уни чақиришқа адәм киргүзди. 32 Униң өп-чөрисидә көпчилик олтарған еди. Шуларниң бәзилири: «Сениң анаң билән инилириң сиртта туриду. Улар сениң билән сөзләшмәкчи»,— дейишти. 33 Шу вақитта у улардин: «Ким мениң анам һәм ким мениң инилирим?»— деди. 34 Өп-чөрисидикиләргә көз жүгәртип: «Мана, булар мениң анам һәм мениң инилирим! 35 Ким Пәрвәрдигарниң ирадисини орунлиса, шу маңа һәм ака-ука, һәм һәдә-сиңил, һәм анидур»,— деди.