Әлчиләр
6 Әйсаниң шагиртлири көпийиватқан шу күнләрдә, грек тилида сөзләйдиған йәһудийлар ибраний тилида сөзлигүчи йәһудийларға наразилиқ билдүрди. Сәвәви, күндилик озуқ тарқитишта уларниң тул аяллириға сәл қаратти. 2 Шу чағда 12 әлчи шагиртларни чақирип: «Рәббимизниң сөзини бир чәткә қайрип қоюп, озуқ тарқатсақ тоғра болмас. 3 Шуниң үчүн, бурадәрләр, мошу муһим ишқа тайинлаш үчүн, араңлардин синалған, дана вә роһқа толған йәттә кишини таллаңлар. 4 Биз болсақ өзүмизни дуаға вә тәлим беришкә беғишлайли»,— деди. 5 Ейтилған бу сөзләр һәммәйләнгә яқти һәм улар етиқатқа вә муқәддәс роһқа толған Истипан вә Филип, Прохор, Никанор, Тимон, Пармен вә йәһудий диниға киргән антакиялиқ Николайни таллап, 6 алдиға кәлтүрүшти, әлчиләр уларға қоллирини қоюп, дуа қилди.
7 Худа сөзи кәң тарқалди, Йерусалимда шагиртларниң сани барғансири көпәйди һәм һәтта көплигән роһанийлар ишинишкә башлиди.
8 Истипан болса Тәңриниң мол меһиригә вә қудритигә толуп, хәлиқ арисида мөҗүзиләрни вә карамәтләрни көрсәтти. 9 Бирақ ‘азатлиққа чиққанлар ибадәтханиси’ дәп атилидиған груһтин бәзибирлири, шундақла Кирена вә Искәндәрийә һәм Киликийә билән Асия турғунлири қарши чиқип, Истипан билән сөз талашти. 10 Амма Истипан даналиқ һәм роһқа йөлинип сөзлигәнликтин, униңға қарши туралмиди. 11 Андин улар башқа адәмләрни ялған сөз қилишқа келиштүрүп: «Биз униң Мусаға вә Худаға қарши һақарәтлик сөз қилғинини аңлидуқ»,— дегүзди. 12 Улар хәлиқни, ақсақалларни вә Тәврат устазлирини гижгәйтип, уни қолға чүшүрүп, Алий кеңәшкә елип кәлди. 13 Уларниң сахта гувачилири мундақ дейишти: «Бу киши муқәддәс җайимизға вә Қанунимизға қарши сөз қилишни тохтатмайватиду. 14 Мәсилән, биз насирәлик Әйса мошу йәрни бузуп, Муса пәйғәмбәрдин мирас қалған урпи-адәтләрни өзгәртиду, дегинини аңлидуқ».
15 Шу чағда Алий кеңәштә олтарғанларниң һәммиси Истипанға қариғанда, униң үзи пәриштиниң үзидәк арамхуда болғинини көрди.