Зәбур
Давутниң нахшиси.
28 Йәһва, Қорамтешим, Сени чақиримән.
Мән үчүн теч турма, чүнки Сениң
Тиничлиғиңда мән йәрләнгәнләргә охшимай.
2 Дуалиқ авазимни аңлиғайсән, муқәддәс
Ибадәтханаңға қаритип қоллиримни көтәргәч,
Саңа дат-пәрияд қилғинимда.
3 Гунакарлар билән мени қаза қилмиғина.
Улар йенидикиләргә теч сөзләп,
Көңлидә адавәт сақлайду.
4 Уларни явуз қилиқлири бойичә җазаға тарт.
Қоллириниң яман паалийити
Бойичә қайтуруп бәргин.
5 Улар Йәһваниң һәрикәтлиригә диққәтсиз,
Бепәрва һәм Униң қоллириниң ишлириға
Қаримайду. У уларни йоқ қилип, тиклимәйду!
6 Йәһва Илаһим мубарәкләнсун,
Чүнки У илтиҗамни аңлиди!
7 Йәһва — Күчүм һәм Қалқиним. Униңға көңлүм
Ишәнгәнди вә У маңа ярдәм қилди. Шуңа
Қәлбим шатлинип, нахшам Уни мәдһийиләйду.
8 Мана, Йәһва Өз хәлқиниң қувити, У майлиған
Хизмәтчисиниң қутқузулуш һимайиси.
9 Өз хәлқиңни қутулдуруп, Өз мирасиңни
Бәрикәтлигинә, уларни беқип,
Падичимиз болғина!