Йоһанниң 1-хети
1 Баштин болған тоғрилиқ, өзүмиз униңдин аңлиғинимиз, өз көзүмиз билән көргинимиз, синчилап қариғинимиз вә өз қоллиримиз билән тутқинимиз — һаятлиқ сөзини әкәлгән тоғрилиқ йезиватимиз. 2 (Һә, мәңгү һаятлиқ көрүнди вә биз уни көрдуқ һәм гувалиқ бериватимиз. Атидин болған вә бизгә көрүнгән әбәдий һаятлиқ бизгә намайән қилинди). 3 Биз билән бирликтә болушуңлар үчүн, өзүмизниң көргинимизни вә аңлиғинимизни силәргә ейтиватимиз. Бизниң бирлигимиз болса, Атимиз вә Униң Оғли Әйса Мәсиһ биләндур. 4 Биз буни һәммимизниң хошаллиғи толуқ болсун дәп йезиватимиз.
5 Биз униңдин аңлиған хәвәр мошудур вә силәргә уни хәвәрләватимиз: Худа — йоруқлуқ вә Униңда һечқандақ қараңғулуқ йоқ. 6 Әгәр: «Биз Униң билән бирликтә», дәп тәстиқлисәк, амма өзүмиз қараңғулуқта жүрсәк, ундақта биз ялғанчилар вә һәқиқәткә асаслинип иш қилмиған болумиз. 7 Лекин әгәр биз Худаға охшаш йоруқлуқта жүрсәк, у чағда бир-биримиз билән бирликтимиз вә Униң Оғли Әйсаниң қени бизни һәрқандақ гунадин тазилайду.
8 Әгәр: «Биз гунасиз», дәп санисақ, ундақта өзүмизни адаштуримиз вә биздә һәқиқәт йоқтур. 9 Әгәр өз гуналиримизни иқрар қилсақ, Пәрвәрдигар гуналиримизни кәчүриду вә бизни һәрқандақ һәққанийсизлиқтин тазилайду, сәвәви, У садиқ вә һәққанийдур. 10 Әгәр: «Биз һечқачан гуна қилмидуқ» десәк, ундақта Худани ялғанчи қилип көрситимиз вә Униң сөзи биздә йоқ.