Йәшуа
11 Буни Хазорниң падишаси Ябин аңлап, Мадонниң падишаси Йобабқа вә Шимронниң падишаси, Акшафниң падишаси, 2 тағниң шималий вә Киннәрәтниң җәнубий тәрипидә, Шепелада вә ғәриптә Дорада яшаватқан падишаларға, 3 шәриқ вә деңиз тәрәптә яшаватқан қананлиқларға, тағлиқ җайларда яшаватқан аморий, хетий, пәризий, йәвусийларға вә Һәрмон теғиниң бағрида һәм Миспаһта яшаватқан һивийларға хәвәрчиләрни әвәтти. 4 Улар вә әскәрлири, көплигән хәлиқ, өз көпсанлиғи билән қумға тәңләштүрүлгән һәммиси бир адәмдәк чиқти. Һәмдә атлири вә җәң һарвулири бәк нурғун еди. 5 Бу падишалларниң барлиғи келип, қараргаһлири билән Мером сулириниң йенида Исраилға қарши жиғилди.
6 Лекин Йәһва Йәшуаға: «Улардин қорқма, чүнки әтә мошу вақитта Мән саңа уларниң барлиғини Исраил оғуллири уҗуқтуруши үчүн беримән. Атлириниң сиңирлирини кесивәт вә җәң һарвулирини көйдүривәт»,— деди. 7 Йәшуа вә униң билән урушқа ярамлиқ барлиқ хәлиқ туюқсиз Мером сулириға келип, уларға һуҗум қилди. 8 Шундақ қилип, Йәһва уларни исраиллиқларниң қолиға селип бәрди. Улар буларни бүйүк Сидонғичә вә Мисрәпот-Майимдин шәриқтики Миспаһ вадисиғичә қоғлап барди. Исраил уларни шу қәдәр қоғлидики, улардин бирму киши тирик қалмиди. 9 Йәшуа улар билән, Йәһва пәрман қилғандәк, атлириниң сиңирлирини кесивәтти, җән һарвулирини болса отта койдүривәтти.
10 Шу вақитта қайтип келип, Йәшуа Хазорни елип, униң падишасини қилич билән өлтүривәтти. Хазор болса ушбу падишалиқларниң беши еди. 11 Униңдики нәпәс еливатқан барлиқ тирик мәвҗудатни қиличқа тутуп, бирму җанни қалдурмиди. Хазорни отта көйдүривәтти. 12 Мошу шәһәрләрниң падишалирини вә шәһәрлирини Йәшуа қирип, Йәһваниң бәндиси Муса буйриғандәк, вәйран қиливәтти. 13 Һалбуки, егизликтә ятқан Хазордин башқа барлиқ шәһәрләрни исраиллиқлар көйдүрмиди. Пәқәт Хазорни Йәшуа көйдүривәтти. 14 Бу шәһәрләрниң пүтүнләй олҗисини вә мелини Исраил оғуллири өзлиригә еливалди, адәмләрни болса һәммисини қиривәтти, һечбир җан қалмиди. 15 Йәһва Өз қули Мусаға қандақ буйриған болса, шундақла Муса Йәшуаға вәсийәт қилған еди. Йәшуа барлиғини орунлиди, Йәһва Мусаға әмир қилған барлиқ нәрсидин Йәшуа чәтнимиди.
16 Шундақ қилип, Йәшуа ушбу тағлиқ йәрни, Негәвни, Гошән йерини, Шепелани, Арабани вә төвән җайларни егиликкә алди. 17 Сәиргә созулған Халак теғидин Ливан вадисидики Баал-Гадқичә, у Һәрмон теғиниң қешида, Йәшуа барлиқ падишалар үстидин ғәлибә қазинип, уларниң һәммисини йоқ қилди. 18 Узун вақит давамида Йәшуа бу урушларни мәзкүр падишалар билән жүргүзди. 19 Исраил оғуллири билән течлиқ орнатқан һечбир шәһәр болмиди. Пәқәт Гибийон шәһириниң турғунлири һивийлар Исраил оғуллири билән келишим түзәлиди. Қалған барлиғини улар уруш арқилиқ алди. 20 Сәвәви Йәһвадин шу нәрсә болдики, улар жүрәклирини тәрса қилишип, уруш билән Исраилни қарши алди. Бу болсиму уларға рәһимлик көрсәтмәсликкә вә улар, Йәһва Мусаға ейтқинидәк, пүтүнләй қирилип кетиши үчүндур.
21 Шу вақитта Йәшуа келип, тағдики, Һиброндики, Дебирдики, Анавадики, Йәһуданиң теғидики вә Исраилниң пүткүл тағлиридики енакимларни қиривәтти. Уларниң шәһәрлирини Йәшуа вәйранчилиққа тутти. 22 Исраил оғуллириниң зиминида бирму енаким қалмиди. Улар пәқәт Газа, Гат вә Ашдодта яшап қалди. 23 Шундақ қилип, Йәһва Мусаға ейтқинидәк, Йәшуа пүткүл йәрни егиләп, уни қәбилиләр бойичә исраиллиқларға бөлүп бәрди. Шуниң билән йәр-зимин уруштин тиничланди.