Йәшуа
10 Йерусалимниң падишаси Адонисадиқ Йәшуаниң Гайни елип, уни һәм падишасини вәйран қилип, униң алдида Йериха вә униң падишасидәк иш қилғанлиғини һәм шундақла Гибийонниң турғунлири Исраил билән келишим түзүп, уларниң ичидә қалғанлиғини аңлиди. 2 Шу чағда улар интайин қорқушуп кәтти, чүнки Гибийон падишалиқ шәһәрләрдәк йоған шәһәр еди. У Гайдинму йоғанирақ болуп, униң барлиқ турғунлири батур адәмләр еди. 3 Шуңа Йерусалимниң падишаси Адонисадиқ Һибронниң падишаси Гогамға, Ярмутниң падишаси Пирамға, Лакишниң падишаси Япийға, Еглон падишаси Дебиргә адәм әвәтти: 4 «Маңа келип ярдәм бериңлар. Гибийонни уҗуқтурайли униң Йәшуа һәм Исраил оғуллири билән течлиқ келишимини түзгини үчүн!” 5 Улар жиғилип, бәш аморлиқ падиша: Йерусалимниң падишаси, Һибронниң падишаси, Ярмутниң падишаси, Лакишниң падишаси һәм Еглонниң падишаси, һәммиси бир болуп әскәрлири билән Гибийонға қарши җәң қилишқа қешиға қараргаһлири билән орунлашти.
6 Гибийонниң турғунлири болса Йәшуаға Галгалдики қараргаһқа адәм әвәтип, ялвурди: «Қолуңни қуллириңдин тартма, бизгә чапсанирақ келип, ярдимиңни көрсәткин. Сәвәви тағда яшаватқан барлиқ аморлиқ падишалар маңа қарши жиғилди». 7 Йәшуа Галгалдин өзи вә урушқа ярамлиқ пүткүл хәлиқ, барлиқ җасур әрләр униң билән йолға чиқти.
8 Йәһва Йәшуаға: «Улардин қорқма, чүнки Мән уларни қолуңға салдим: улардин һечким алдиңда туралмайду»,— деди. 9 Шуниң билән Йәшуа душмәнлири үчүн туюқсиз йетип кәлди, чүнки у Галгалдин чиқип, кечичә жүргән еди. 10 Йәһва уларни исраиллиқларни көргәндә һодуқтурди вә улар дүшмәнлирини Гибийонда қаттиқ уҗуқтурди. Исраиллиқлар уларни Бәйт-Хоронғичә болған йолда, һәтта Азек вә Македағичә қоғлап өлтүрди. 11 Улар исраиллиқлардин кечип Бәйт-Хорон теғидин чүшиватқанда Йәһва Өзи уларға асмандин Азекқичә йоған ташларни ташлиди. Мөлдүрниң ташлиридин өлгәнләрниң сани Исраил оғуллири қилич билән өлтүргәнләрдин көпирәк болди.
12 Шу чағда, Йәһва аморийларни Исраилниң қолиға бәргән күни, Йәшуа Йәһваға Исраил оғуллириниң көз алдида мундақ деди:
«Қуяш, Гибийонниң үстидә һәм ай, сәнму Айялон вадиси үстидә тохта!»
13 Қуяш тохтиди вә хәлиқ дүшмәнлиридин интиқам алғичә, айму орнида турди. Мошу нәрсә Йашарниң китавида йезилмиғанму: «Қуяш көк оттурисида турди вә күн петишқа алдиримиди?» 14 Бундақ күн униңдин авал вә униңдин кейин һечқачан болмиди. Бу күни Йәһва инсанниң үнини тиңшиди һәм Йәһва Исраил үчүн күрәшти.
15 Андин Йәшуа һәм пүтүн Исраил Галгалға өз қараргаһиға қайтип кәлди.
16 Бәш падиша болса қечип, Македадики өңкүргә мөкүвалди. 17 Йәшуаға падишалар тепилди вә улар Македадики өңкүрдә мөкүвалди, дәп ейтилғанда, 18 Йәшуа әмир қилип: «Өңкүрниң ағзини йоған ташлар билән йепиңлар һәм падишаларни күзитиш үчүн адәмләрни қоюңлар. 19 Силәр болсаңлар тохтимай дүшмәнлириңларни қоғлаңлар вә уларниң кәйни қисмини қириңлар. Уларниң шәһәрләргә қечип қетишигә йол бәрмәңлар, чүнки Худайимиз Йәһва уларни қолимизға тапшурди»,— деди.
20 Йәшуа һәм Исраил оғуллири уларниң интайин нурғунини қирип ташлиди, азғинә қалғанлири шәһәрлиригә қечишип кәтти. 21 Барлиқ хәлиқ Йәшуаниң қешиға Македқа течлиқ билән қайтип кәлди вә һечким Исраил оғуллириға ағзини ачалмиди. 22 Шу вақитта Йәшуа: «Өңкүрниң ағзини ечиңлар! Маңа өңкүрдин йошурунған бәш падишани ачиқиңлар»,— деди. 23 Шундақ иш қилишти.Униңға өңкүрдин бәш падишани: Йерусалим, Һиброн, Ярмут, Лакиш һәм Еглон падишалирини ачиқти. 24 Бу падишаларни Йәшуаға әкәлгәндә, у барлиқ исраиллиқларни чақирип, уларниң сәрдарлириға: «Йеқинлишип, бу падишаларниң боюнлирини чәйләңлар!»— дәп буйриди. Улар путлири билән уларниң боюнлирини чәйлиди. 25 Йәшуа уларға: «Қорқмаңлар һәм вәһимигә чүшмәңлар, мәккәм һәм чиң болуңлар, чүнки Йәһва силәр урушидиған барлиқ душмәнлириңлар билән мошундақ иш қилиду»,— деди.
26 Андин Йәшуа уларни өлтүрүп, бәш дәрәқкә есивәтти. Улар дәрәқләрдә күн патқичә есиқлиқ турди. 27 Күн патқанда Йәшуа буйруп, уларни дәрәқтин чүшүрүп, ушбу өңкүрләргә ташлап, уларниң ағзилирини йоған ташлар билән тақиди. Бу ташлар бүгүнгичә шу җайда.
28 Мәзкүр күни Йәшуа Макед шәһирини елип, уни қилич арқилиқ вәйран қилди. Униң падишасини вә турғунлириниң һәммисини қирип ташлиди. Македниң падишасиға Йериханиң падишасидәк иш қилди.
29 Йәшуа вә барлиқ исраиллиқлар Македдин Либнаға қарап маңди. 30 Йәһва униму Исраилниң қолиға бәрди. Йәшуа уни елип, падишасини вә нәпәс алидиған барлиқ нәрсини қиривәтти. Һечким қечип қутулалмиди. Униң падишасиға Йериханиң падишасидәк иш қилди.
31 Либнадин чиқип, Йәшуа һәм барлиқ исраиллиқлар Лакишқа маңди. Андин у қараргаһ билән униң йенида туруп, җәң қилди. 32 Йәһва Лакишниму Исраилниң қолиға өткүзди. У уни әтиси елип, униму Либнадәк уҗуқтурди.
33 Шу чағда Лакишқа ярдәмгә Гәзәрниң падишаси Горам кәлди, амма униму һәм хәлқиниму Йәшуа қилич билән қирип ташлиди.
34 Шуниң билән Йәшуа һәм барлиқ исраиллиқлар Лакиштин Еглонға қарап чиқти. Униң йенида қараргаһ билән туруп, урушти. 35 Йәһва униму уларниң қолиға селип бәрди вә улардин һечкимни тирик қалдурмиди. Лакиштәкла иш қилди.
36 Йәшуа вә пүткүл Исраил Еглондин Һибронға қарап маңди. Униң биләнму җәң қилди. 37 Уни елип, падишасини вә униң барлиқ шәһәрлирини қиривәтти. Нәпәс алидиған һечбир киши қалмиди, Еглондәкла иш болди.
38 Андин Йәшуа һәм пүткүл Исраил Дебиргә қарап йолға чиқти вә униң билән урушти. 39 У шәһәрни елип, униң падишасини вә барлиқ шәһәрлирини қиличқа тутуп, һечкимни тирик қалдурмиди. Һиброн һәм униң падишаси, Либна һәм униң падишаси билән қандақ иш қилған болса, бу шәһәрму шуниңға учриди.
40 Шундақ қилип, Йәшуа барлиқ тағлиқ йәрни, Негәв, Шепелани, тағ бағридики җайларни вә уларниң падишалирини қирип ташлиди. Һечкимни, Йәһва Исраилниң Илаһи җекилигәндәк, Йәшуа тирик қалдурмиди. 41 Йәшуа уларни Кадеш-Барнидин башлап, Газағичә вә Гошен йерини Гибийонғичә вәйран қилди. 42 Уларниң барлиқ падишалирини йеңивелип, бир мәзгилдила уларниң йәрлирини егиләвалди, чүнки Исраилниң Худайи Йәһва улар үчүн җәң қилатти. 43 Андин кейин Йешуа вә барлиқ исраиллиқлар униң билән Галгалға өз қараргаһиға қайтип кәлди.