Мәтта
14 Нәқ мошу вақитта Җәлилийә өлкисиниң һакими Һирод Әйса һәққидә гәпләрни аңлиди 2 вә қол астидикиләргә: «Бу Йәһия Чөмдүргүчи. У өлүмдин тирилипту, шуңлашқа униң арқилиқ көп қудрәтлик ишлар болуватиду»,— деди. 3 Шу вақитқичә Һирод падиша акиси Филипниң аяли Һиродийә үчүн Йәһияни тутуп, зинданға ташлиған еди. 4 Чүнки Йәһия униңға: «Һиродийә билән биллә болушуң — қанунсизлиқ»,— дәп ейтқан еди. 5 Һирод уни өлтәргүси кәлди, бирақ хәлиқтин қорқатти, чүнки адәмләр уни пәйғәмбәр дәп һесаплатти. 6 Һирод падишаниң туғулған күни болғанда, Һиродийәниң қизи һәмминиң алдида уссул ойнап бәрди һәм бу Һиродқа шунчилик яқтики, 7 һәтта у қизға немә сориса, шуни орунлап беришкә қәсәм ичти. 8 Шу чағда қиз анисиниң үгитиши бойичә мундақ деди: «Маңа Йәһия Чөмдүргүчиниң бешини таваққа селип бериң». 9 Падиша хапа болди, лекин меһманларниң алдида бәргән қәсимигә бола, қиз сориған нәрсини орунлашқа һөкүм қилди 10 һәм Йәһияниң бешини чепишқа әвәтти. 11 Униң бешини таваққа селип, қизға тапшурди, у болса уни анисиға апарди. 12 Андин Йәһияниң шагиртлири келип, униң тенини елип кәтти. Уни дәпин қиливетип, Әйсаниң йениға берип, һәммә болғанни униңға ейтип бәрди. 13 Буни аңлиған Әйса ялғуз болуши үчүн, у йәрдин хали бир җайға қолвақта үзүп кәтти. Амма буни аңлиған хәлиқ шәһәрләрдин пиядә келип, униң кәйнидин әгәшти.
14 Қолвақтин чиқип, Әйса топланған адәмләрни көрди. Униң уларға ичи ағриди һәм уларниң арисидики ағриқларни сақайтти. 15 Кәч киргәндә шагиртлири йениға келип: «Бу хали җайкән вә кәч кирип қалди. Хәлиқни йезиларға берип, өзлиригә тамақ сетивелишқа әвәтсәңчу»,— дейишти. 16 Бирақ Әйса: «Уларға кетишниң һаҗити йоқ — силәр уларға тамақ бериңлар»,— деди. 17 Улар униңға: «Биздә бәш тоғачтин һәм икки белиқтин башқа һечнәрсә йоқ»,— деди. 18 Әйса: «Уларни маңа елип келиңлар»,— деди. 19 Андин у хәлиқкә чимда янпашлинишни буйруп, бәш тоғач билән икки белиқни алдидә, асманға қарап, дуа қилди. Шуниңдин кейин тоғачларни бөлүп шагиртлириға бәрди, улар болса — адәмләргә бәрди. 20 Барлиғи йәп, тойди. Ешип қалған парчиларни жиғиведи, толуқ 12 севәт чиқти. 21 Йегәнләр сани болса, аяллар билән балиларни қошмиғанда, 5000 кишини тәшкил қилди. 22 Шуниңдин кейин у шагиртлириға униңсиз башқа қирғаққа үзүшни буйриди, өзи болса хәлиқни узитип қалди.
23 Хәлиқни узитип болуп, Әйса дуа қилишқа таққа көтирилди вә хелила кәч киргичә ялғуз болди. 24 Мошу вақитта қолвақ қирғақтин йүзлигән метр нери болуп, уни долқунлар чайқавататти, чүнки қарши шамал чиқивататти. 25 Таң сәһәрдә Әйса уларға қарап деңиз үстидин маңди. 26 Шагиртлири униң деңиз үстидә меңиватқинини көрүп, әндишигә чүшүп: «Бу әрва!»— дәп, қорқуп вақирашти. 27 Лекин Әйса дәрру үн қетип: «Қорқмаңлар! Бу мән»,— деди. 28 Петрус униңға: «Һакимдар, бу сән болсаң, су үстидә меңип, саңа йетип беришимни буйриғина»,— дәп өтүнди. 29 Әйса: «Маң!»— деди. Петрус қолвақтин чүшүп, Әйсаға қарап суда маңди. 30 Бирақ боранға қарап, қорқуп кәтти вә чөкүшкә башлап: «Һакимдарим, мени қутқузғина!»— дәп вақириди. 31 Әйса дәрру қолини сунуп, уни тутувелип: «Һәй, етиқати аҗиз, немишкә сән гуманландиң?»— деди. 32 Улар қолваққа чүшкәндә, боран тохтиди. 33 Шу чағда қолвақта болғанлар униңға тазим қилип: «Сән һәқиқәтән Худа Оғли екәнсән»,— дейишти. 34 Башқа тәрәпкә өтүп, улар Гинәсар дегән җайниң қирғиғиға чиқти.
35 Әйсани тонуп қелип, шу җайниң турғунлири әтрапниң барлиғиға униң һәққидә хәвәр әвәтти вә адәмләр бемарлирини елип кәлди. 36 Улар униңдин сирт кийиминиң чочулисиға болсиму қол тәккүзүшкә рухсәт қилишини ялвурди. Һәм қол тәккүзгән барлиғи пүтүнләй сақайди.