Йәшая
28 Һалиңға вай, мәсхуш Әпрайимниң таҗиси!
Шундақла шарап билән зәхмиләнгән мунбәт
Вадиниң әҗайип гөзәл чирайиниң солашқан
Гүлигиму қанчилик дәрт!
2 Мана, Йәһваниң чиң һәм қудрәтлик бирси бар.
У мөлдүр билән қаттиқ яққан ямғурға охшаш,
Күчлүк шувурғандәк вә қувәтлик сәлдәк
Ушбу таҗни йәргә ташлайду.
3 Әпрайимниң һашамәт таҗиси мәсниң
Бешидин елинип, дәпсәндә болиду.
4 Паравән вадиниң бешидики дописи әнҗирниң
Вақтидин бурун пишкән мевисидәк болиду.
Уни көргән киши уни чапсан жулувелип,
Ағзиға селип йәветиду.
5 Мошу күни әскәрләр Сәрдари Йәһва Униң хәлқидин аман қалғанларға гөзәл таҗ болиду. 6 У һөкүм чиқириватқанни адил болушқа дәвәт қилип, дәрвазилар алдида дүшмәнләрниң һуҗумиға қарши турғанларға күч-қувәт беғишлайду.
7 Йолдин адашқанлар арисида шарап вә һарақ
Ичимликлиридин зиян тартиватқанлар бар.
Роһаний һәм пәйғәмбәр кәйпә сүрүшүп,
Пулаңлап жүриду. Уларниң көрүнүшлири
Уларни хата йолға башлап, сағлампикирликтин
Мәһрум қиливатиду.
8 Уларниң барчә дәстиханлири қусуқларда,
Жиркиничликтин таза орун қалмиди!
9 Улар мән һәққидә мундақ демәктә:
«У кимни үгәтмәкчи һәм кимгә вәз қилмақчи?
Биз техи йеқинда әмчәк сүтидин елиндуқму
Һәм кичик гөдәкләрму?
10 У мундақ дәп тәкитләйду:
“Вәсийәт вәсийәткә, әмир әмиргә, қаидә қаидигә,
Бу йәрдә кичиккинә, у йәрдә кичиккинә...”».
11 Шуңлашқа Худа бу халайиқ билән башқа тилда, ят тилда, кекәчлигәнләр арқилиқ сөзләйду. 12 У уларға: «Мана, дәм елиш үчүн җай. Мошу йәрдә һарған киши арам тапсун. Ушбу җайда қанаәт тапқили болиду»,— дегән еди. Лекин улар аңлашни халимиди. 13 Шуңлашқа Йәһва уларға мундақ дәйду:
«Вәсийәт вәсийәткә, әмир әмиргә, қаидә
Қаидигә, бу йәрдә азирақ, әву йәрдә азирақ».
Амма улар тиңшимай, оңдисиға чүшүп
Жиқилиду, йеңилинип, торға чүшиду.
14 Демәк, Йәһваниң сөзини аңлап беқиңлар,
Көрәңләр, ушбу хәлиқни Йерусалимда
Башқуруватқан һөкүмранлар!
15 Силәр мундақ дегәнликтин:
«Биз өлүм билән иттипақ қурдуқ вә гөр
Билән келишимимиз бар. Яман кәлкүн
Жүргәндә, у бизгә йәтмәйду, чүнки биз
Панани алдамчилиқта таптуқ вә
Ялғанчилиқта йошурунимиз, дәп ойлаймиз».
16 Илаһий Пәрвәрдигар Йәһва мундақ дәйду:
«Мана, Сионниң һулиға Мән бир
Ташни салдим. У синалған, есил
Булуңташ, у асаста мәккәм орнитилған.
Униңға ишәнгүчи һечқачан қорқмайду.
17 Мән адаләтни өлчәм жипи вә қанунни тараза
Қилимән. Ялғанчилиқ маканини мөлдүр бузуп
Вә панагаһиңларни сулар бесивалиду.
18 Силәрниң өлүм билән болған иттипақиңлар
Вәйран болуп, гөр билән болған келишимиңлар
Орунланмайду. Қаттиқ сәл башланғанда,
Униң еқинлири силәрни елип кетиду.
19 Һәр вақитта у маңғанда, силәрни әкетиду.
Бу һадисә һәр әтигәнлиги, күндүзи һәм
Кечиси йүз бериду. Шундақ қилип, қорқунуч
Мәнани чүшинишкә пурсәт бериду».
20 Чүнки шу вақитта созулуп йетишкә орун-көрпә
Қисқа болиду. Йотқан йепинишқа тар болиду.
21 Йәһва Перазим теғида турғандәк, Гибион
Тәвәсидә ғәзәпләнгәндәк, Өзиниң әҗайип
Ишини, дәһшәтлик хизмитини атқуруш
Үчүн алаһидә һәрикәт қилиду.
22 Ейтмақчи, мәсхирә қилмаңлар, чүнки
Кишәнлириңлар техиму мәккәмләшмисун,
Чүнки мән Илаһий Йәһва Пәрвәрдигардин,
Сәрдар Худадин шуни аңлидимки,
У пүткүл мошу дөләтни йоқ қилмақчи!
23 Қулақ селиңлар вә авазимни аңлаңлар:
Диққәтлик болуп, гепимни тиңшаңлар!
24 Дехан һәр күни пәқәт йәрни һайдамду
Вә йәрни юмшитип, чөнәккә бөләмду?
25 Йәрни тәкшилигәндин кейин қара сиядан
Билән зирани ташлимамду?
У йоллар бойичә буғдай билән арпини
Керәклик җайларға ташлимамду вә етиз
Қирлириға қизил буғдайни чачмамду?
26 Чүнки Худа Өзи инсанни парасәтликкә
Үгитип, тирикчилигини йолға салиду.
27 Қара сияданни еғир чақ билән угатмайду вә
Зираниму ундақ қилмайду. Сияданни таяқ
Билән уруп чиқириду, зирани — зәнҗир билән.
28 Нан үчүн буғдайни пүтүнләй йәнчәмду?
Яқ, бир қисмини атлар билән үстидин йәнчиш
Чақлирини маңғузуп, шундақ әһвалға әкелиду.
29 Бу әқилму Сәрдар Йәһвадин кәлмәктә
Униң нийәтлири карамәттур
Вә Униң даналиғи әҗайиптур!