Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Тарихнамә 2-язма 12
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Тарихнамә 2-язма 12:1—16

Тарихнамә 2-язма

12 Реһабамниң падишалиғи тәстиқләнгәндә вә у күчлүк болғанда, у Йәһваниң Қанунини қалдурди вә униң билән биллә пүткүл Исраил. 2 Реһабам һөкүмранлиғиниң бәшинчи жили Мисир пирәвни Шишақ Йерусалимға маңди, чүнки улар Йәһвадин чекингән еди. 3 Шишақ 1200 җәң һарву вә 60 000 атлиқ билән чиқти. Униң билән кәлгән хәлиқләрниң сани көп болди: ливиялиқлар, сукхитлар һәм ефиоплар. 4 Пирәвн Йәһудадики чиңайтилған шәһәрләрни елип, Йерусалимға йетип кәлди.

5 Шу чағда Шемая пәйғәмбәр Реһабамға һәм Йәһуданиң бәглиригә кәлди. Улар Шишақтин қутулуш үчүн, Йерусалимда жиғилған еди. У уларға: «Йәһва мундақ дәйду: “Силәр Мени қалдурғиниңлар үчүн, Мәнму силәрни Шишақниң қолида қалдуримән”»,— дәп агаһландурди. 6 Шу вақитта Исраилниң падишаси билән бәглири мулайимлишип: «Йәһва Рәббимиз һәққанийдур!»— дәп етирап қилди. 7 Йәһва уларниң мөмүнлигини көрүп, Шемаяға Йәһваниң сөзи болди: «Улар мулайимлашқини түпәйлидин уларни қиривәтмәй, йеқинда уларға қутқузулуш беримән. Мениң Шишақниң қоли арқилиқ төкүлидиған дәрғәзивим Йерусалимға төкүлмәйду. 8 Амма улар Маңа хизмәт қилишниң йәрдики шаһлиқларға хизмәт қилиштин қандақ пәрқи барлиғини билиши үчүн, улар униң қуллири болиду!»

9 Мисирниң шаһи Шишақ Йерусалимға кирип, Йәһва ибадәтханисиниң вә падиша өйиниң ғәзнилирини елип кәтти. У һәммә нәрсини, җүмлидин, Сулайман ясиған алтун қалқанларниму әкәтти. 10 Уларниң орниға Реһабам падиша мис қалқанларни ясап, уларни падиша өйиниң ишиклиридә күзәттә турған пасибанларниң башчилириға бәрди. 11 Падиша Йәһва ибадәтханисиға маңғанда, пасибанлар келип, уларни көтирип маңатти, андин уларни яңливаштин пасибанлар ханисиға әкирип қоятти. 12 Реһабам мөмүн болғанда, шу чағда Йәһваниң униңға болған ғәзиви қайтип, У уни ахириғичә һалак қилмиди. Һалбуки, Йәһудадиму техи яхши бир нәрсә болған еди.

13 Реһабам падиша Йерусалимда тәстиқлинип һөкүмранлиқ жүргүзди. Реһабам падиша болған вақтида 41 яшқа толуп, Йерусалимда 17 жил падиша болди. Йерусалим шәһирини Йәһва Худа Униң исми шу җайда болуши үчүн, Исраилниң барлиқ қәбилилиридин таллавалған еди. Реһабамниң анисиниң исми Наәма болуп, у аммонлуқ аял еди. 14 Реһабам явузлуқ өткүзди, чүнки у өз жүригини Йәһваға мураҗиәт қилишқа тизгинлимигән еди.

15 Реһабамниң паалийәтлири, дәсләпкилири һәм ахирқилири, Шемая пәйғәмбәрниң вә Иддо вәлийниң нәсәбнамә йезиқлирида ипадиләнди. Реһабам Йеробоам билән өмриниң барлиқ күнлиридә уруш қилди. 16 Реһабам атилириға қошулуп уйқиға кәтти вә Давутниң шәһиридә дәпин қилинди. Униң орниға падиша болуп оғли Абия қалди.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш