Галатилиқларға
1 Мән Паул, инсанлардин тайинланған әмәс, бәлки Әйса Мәсиһ вә уни өлүмдин Тирилдүргүчи Худа Ата арқилиқ болған әлчидин 2 вә мән билән биллә барлиқ қериндашлардин — Галатия өлкисидики җамаәтләргә салам.
3 Атимиз Худадин вә Һакимдаримиз Әйса Мәсиһтин силәргә мол меһирлик вә хатирҗәмлик болғай. 4 Рәббимиз һәм Атимизниң ирадиси бойичә Әйса һазирқи рәзил дуниядин бизни қутқузушқа гуналиримиз үчүн өзини пида қилди. 5 Худаға әбәдил-әбәт шан-шөһрәт болғай. Амин!
6 Мән шуниңға һәйранмәнки, силәрни Мәсиһниң мол меһирлиги билән Чақирғучидин шундақ чапсан башқичә хуш хәвәргә әкетип бариду. 7 Һалбуки, башқичә хуш хәвәр йоқ, пәқәт силәргә қийинчилиқ яритип һәм Мәсиһ һәққидики хуш хәвәрни бурмилимақчи болған бәзибирлири бар. 8 Лекин һәтта кимду-бирси, биз яки асмандин пәриштә, биз җакалиғандин башқичә бир нәрсини хуш хәвәрдәк җакалиса, ләнәткә учрисун! 9 Бурун ейтқинимиздәк, һазирму йәнә ейтиватимән: кимду-бирси силәр қобул қилғандин артуқ бир нәрсини хуш хәвәрдәк җакалиса, у ләнәткә учрисун!
10 Әсли, һазир мән кимниң: адәмләрниң яки Худаниң мақуллишиға интиливатимәнму? Яки инсанларға йеқишқа тиришиватимәнму? Әгәр мән техила инсанларға йеқишни халиған болсам, Мәсиһниң қули болматтим. 11 Әнди, қериндашлар, шуни билиңларки, мән җакалаватқан хуш хәвәр инсаний нәрсә әмәс, 12 сәвәви, мән униңға адәмләр билән үгитилгән әмәс едим һәм уни адәм арқилиқ алғиним йоқ, бәлки Әйса Мәсиһ арқилиқ тапшурувалдим.
13 Силәр, әлвәттә, мениң авал йәһудий динида қандақ иш қилғинимни, йәни Худаниң җамаитини чөлдәритип, әшәддий тәқиплигинимни аңлиғансиләр. 14 Һәмдә мән йәһудий динида атилиримизниң әнъәнилиригә толиму ошуғирақ қизғинлиқни көрситип, хәлқимдики көплигән мениң тәңтушлиримдин артуғирақ муваппәқийәт қазанғандим. 15 Лекин мениң дунияға келишимгә яр бәргән һәм мени Өзиниң мол меһирлиги билән чақирған Худа тиләп, 16 мән арқилиқ Өз Оғлини ечип, мениң униң тоғрисида башқа хәлиқләргә хуш хәвәрни йәткүзүшимни халиғанда, мән шу заман қан һәм тән, йәни инсан билән мәслиһәтләшмидим. 17 Һәм мән Йерусалимға мениңдин илгири әлчи болғанларға бармидим, бәлки Әрәпстанға атландим вә кейин йәнә Дәмәшқкә қайтип кәлдим.
18 Андин, үч жилдин кейин Йерусалимға Кифани йоқлашқа бардим вә униң қешида 15 күн турдум. 19 Амма әлчиләрдин һечқайсини көрмидим, пәқәт Һакимдаримизниң иниси Яқупни көрдүм. 20 Силәргә йезиватқинимда алдимайдиғинимни Худа Өзи көрүватиду.
21 Андин мән Сүрийә вә Киликийә өлкилиригә бардим. 22 Амма Йәһудийәдики Мәсиһ билән бирликтики җамаәтләрдә мени шәхсән билмәтти. 23 У җайларда пәқәт: «Бурун бизни тәқиплигән киши әнди авал қириған етиқат һәққидә хуш хәвәр җакалаветипту», дәп аңлап, 24 мениң үчүн Худани мәдһийиләтти.