Йәшая
59 Йәһваниң қоли калтә әмәс — У
Қутқузулайду вә Униң қулиғи аңлашқа
Еғир әмәс — У һәммини аңлайду.
2 Лекин силәрниң қанунсизлиқлириңлар
Силәр билән Худайиңлар арида
Бөлгүнчилик ясиди вә силәрниң
Гунайиңлардин У йүзини қайрип,
Силәрни аңлиғуси кәлмәйду.
3 Қоллириңлар қанға боялди, бармақлириңлар
Зулумлуқта. Еғизиңларда алдамчилиқ
Вә тилиңларда һәққанийсизлиқ.
4 Һечким һәқиқәтни һимайә қилмайду вә
Һечбириңлар сотта һәқни ейтмайсиләр.
Улар қуруқ нәрсигә ишинип,
Пайпетәкчиликни сөзләйду.
Улар яманлиққа һамилдар болуп,
Дәрт-һәсрәтни туғуватиду.
5 Зәһәрлик иланниң тухумлирида олтирип,
Дөниң торини тоқуйду.
Ким бу тухумларни йесә, өлиду, уни
Миҗивәтсәң, ичидин сур илан чиқиду.
6 Уларниң торидин кийим тикәлмәйсән
Вә улар ишлирини йепинча қилалмайду.
Чүнки уларниң паалийити — яманлиқ
Һәм қолида пәқәт зулумдур.
7 Путлири зомигәрлик қилишқа жүгрәйду,
Улар әйипсиз қанни төкүшкә алдирайду.
Ойлири болса, яманлиққа қаритилған вә
Йоллирида вәйранчилиқ билән бузуқлуқ.
8 Уларға течлиқ йоли натонуш вә
Йоллирида адиллиқ тапалмайсән.
Улар әгир-донай йоллар билән жүриду,
Шундақ жүргән һечким течлиқта болмайду.
9 Шуңлашқа биздин адаләтлик жирақтур
Һәм һәққанийлиқ бизгә йеқинлашмайду.
Йоруқни күтимиз, бирақ мана, қараңғулуқ,
Чүшинишни халаймиз, амма зулмәттә яшаймиз.
10 Биз қарғулардәк тамни тутуп, аран маңимиз,
Көзи йоқ адәмдәк тәмтирәкләп жүримиз.
Күнниң чүшлигидә зогалдәк жүрүп,
Күчлүк кишиләр арисида өлүкләр болдуқ.
11 Барлиғимиз ейиқлардәк һөкүрәп,
Кәптәрләрдәк товлаймиз.
Адиллиқни күтсәкму, у йоқ,
Ниҗатқа интилсақму, у биздин жирақ.
12 Қанчә қетим биз Саңа қарши исиян көтәрдуқ,
Гуналиримизниң һәммиси бизни әйиплимәктә!
Чүнки бизниң қилмишлиримиз биз биләндур
Вә өз әйиплиримизни биз билимиз.
13 Биз вапасиз болуп, Йәһвадин ваз кәчтуқ,
Яратқучимиздин үз өрдуқ.
Рәнҗитидиған нәрсиләрни дәп, қарши
Тураттуқ вә сахта сөзләрни сөзләп,
Биз иккийүзлүк қилаттуқ.
14 Адиллиқ биздин чекинди вә
Һәққанийлиқму нери турмақта.
Һәқиқәт мәйданда путлашти вә
Диянәтлик у йәргә бармайду.
15 Шундақларчә растчиллиқ һаят тәрзидин
Чиқип кәтти вә яманлиқтин қачқанларни
Олҗа қиливатиду. Буниңға Йәһва қарап,
Адаләтликниң йоқлуғини көрүп,
Бәк қаттиқ рәнҗиди.
16 У шуни байқидики, ярдәм беридиған
Һечким йоқ, һимайә қилидиған бирму
Кишиниң тепилмиғиниға һәйран болди.
Шунлашқа У Өзи ниҗат бериду вә Униң
Шәхсий һәққанийлиғи таянчиси болиду.
17 У һәққанийлиққа савуттәк кийинди,
Бешиға ғалибийәтниң дубулғисини кийди.
Интиқам тониға пүркәнди вә
Қизғинлиқ йепинчисиға оралди.
18 У уларға ишлири бойичә баһа төләйду:
Дүшмәнлиригә — қәһри билән,
Қаршилашқучиларға — өчи билән.
У аралларға әҗригә бенаән қәриз төләйду.
19 Ғәриптә Йәһваниң исмидин қорқуйду,
Шәриқтә болса, Униң шөһритиниң
Қуяшидин әйминиду. Чүнки У
Илдам дәриядәк келиду, сәвәви,
Йәһваниң роһи уни башлайду.
20 «Сионниң Сетивалғучиси напаклиқтин
Бурулған Яқупниң әвлатлириға келиду»,—
Дәйду Йәһва Пәрвәрдигар.
21 «Мана, Мениң улар билән түзгән келишимим»,— дәйду Йәһва. «Сениңда болған Мениң роһум һәм Мән сениң еғизлириңға салған сөзлирим сениң еғизиңдин, әвладиңниң еғизидин вә уруқ-путақлириңниң еғизлиридин һәргиз кәтмәйду,— дәп елан қиливатиду Йәһва,— һазирдин башлап мәңгүгә».