Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Қанун шәрһи 12
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
  • 22
  • 23
  • 24
  • 25
  • 26
  • 27
  • 28
  • 29
  • 30
  • 31
  • 32
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Қанун шәрһи 12:1—32

Қанун шәрһи

12 Мана, атилириңларниң Худаси Йәһва саңа мирасқа бериватқан йәрдә пүткүл өмрүңдә орунлашқа тиришидиған тохтамлар билән қанунландур. 2 Силәр егиләвалидиған хәлиқләр өз илаһлириға һәрқандақ егиз тағларда, дөңләрдә вә һәрхил мәнзирилик дәрәқләрниң астида чоқунидиған барлиқ җайлирини вәйран қиливетиңлар. 3 Уларниң қурбангаһлирини бузуветиңлар, таш түврүклирини йериветиңлар вә яғач түврүклирини көйдүрүветиңлар, уларниң қуйма бутлирини чеқип, шу җайлардин исимлирини йоқитиветиңлар.

4 Амма Пәрвәрдигариңлар Йәһва үчүн ибадәттә бундақ иш тутмайсиләр. 5 Лекин Йәһва Худайиңлар Өзи қәбилилиңлар арисидин таллиған җайда Өз исмини қоюп яшайду һәм силәр Уни шу йәрдә издәп, шу йәргә келисиләр. 6 Шу җайға көйдүрмилириңларни, курбанлиқлириңларни, онлуқлириңларни, һәдийәлириңларни вә ихтиярий һәм қәсәм бойичә әкәлмилириңларни, қара вә ушшақ маллириңларниң тунҗилирини әкелиңлар. 7 Шу йәрдә Тәңриң Йәһваниң алдида шатлиниңлар, силәр вә аилилиңлар һәм таам йәңлар. Силәрни Худайиңлар Йәһва бәрикәтлигини үчүн, бешиңлардин қанчә яхшилиқ өткүнигә хошал болуңлар.

8 Вәдиләнгән йәргә барғанда, силәр бу йәрдә қиливатқан ишлириңларни қилмаслиғиңлар лазим. Чүнки бу йәрдә һәрким өзигә дурус көрүнгәнни қилмақта. 9 Сәвәви, силәр техи арамлиқ йеригә кирмидиңлар вә Худайиң Йәһва саңа бериватқан зиминға йәтмидиңлар. 10 Лекин Йордандин өтүп, Тәңриңлар Йәһва бериватқан маканда җайлашқанда вә У силәргә әтрапиңлардики барлиқ дүшмәнлириңлардин арам бәргәндә, шу вақитта бехәтәр яшайсиләр. 11 Шу вақитта Худайиң Йәһва Өзиниң исмиға таллиған җайға, мән силәргә бүгүн вәсийәт қиливатқан нәрсиләрни әкелиңлар: көйдүрмә, курбанлиқ, онлуқ, һәдийә вә қәсәм бойичә әкәлмилириңларни, қара вә ушшақ мал тунҗилирини вә Йәһваға вәдә қилған барлиқ талланма қурбанлиқлириңларни. 12 Шундақла Худайиңлар Йәһваниң алдида силәр, оғуллириңлар, қизлириңлар, әр-аял қуллириңлар, маканлириңларда яшайдиған, араңларда несиви вә қисми йоқ ләвийләр хошал болсун. 13 Байқаңлар, көзүңгә йеқип қалған җайда көйдүрмилириңни әкәлгүчи болма! 14 Йәһва Худайиң пәқәт қәбилилириңниң арисида таллиған җайдила көйдүрмилириңни әкелип, бүгүн мән саңа ейтиватқан нәрсиләрни қилғин.

15 Һалбуки, әгәр гөш йегиң кәлсә, Пәрвәрдигариң Йәһваниң бәрикити бойичә барлиқ маканлириңда союп, мал гөшини йегин. Пак һәм напак киши уни кейик вә буғини йегәндәк йесун. 16 Пәқәт қанни йемәңлар. Уни судәк йәргә төкүветиңлар. 17 Саңа өйлириңдә нанниң, шарапниң, зәйтун мейиниң онлуқлирини истимал қилишқа болмайду. Шуниңдәкла саңа қара вә ушшақ мелиңниң тунҗилирини, вәдә қилинған вә ихтиярий барлиқ қурбанлиқларни вә һәдийәләрни йейишкә мәнъий қилиниду. 18 Бирақ буларни пәқәт Худайиң Йәһва алдидила, Худайиң Йәһва таллиған йәрдә йегин. Өзәң, оғлуң, қизиң, қуллуң вә маканлириңда яшаватқан ләвий йәп, Худайиң Йәһваниң алдида қилған ишлириңлар билән шатлиниңлар. 19 Қара, ләвийни күнлириңниң барлиғида шу йәрдә ташлимиғин.

20 Йәһва Худайиң саңа Өзи ейтқинидәк, чегарилириңни кәңәйткәндә, сән: “Мән гөш йегүм кәлди”,― дәйсән, чүнки җениң гөшкә иштияқ бағлайду, хаһишиң бойичә гөш йегин. 21 Әгәр Йәһва Рәббиң Өз исмини қойидиған йәр саңа жирақ болса, Йәһва саңа бәргән қара вә ушшақ мелиңдин, мән саңа әмир қиливатқандәк, маканлириңда хаһишиң бойичә боғузлап йегин. 22 Бирақ кейик билән буғини йегәндәк, уни сениңда пак һәм напак кишиму истимал қилалайду. 23 Пәқәт шуни қаттиқ әстә тутқинки, қанни йейишкә болмайду, чүнки қан җаниварниң җенидур. Гөшни җан билән йемә! 24 Уни истимал қилмиғин, қанни судәк йәргә төккин. 25 Шундақ қилип, қанни йемә, шу сәвәплик Йәһваниң көз алдида дурус ишни қилип, саңа вә сәндин кейин балилириңғиму мәңгү яхшилиқ болиду. 26 Муқәддәсликлириңни вә қәсәм қилған курбанлиқлириңни пәқәт Йәһва Өзи таллиған йәргә әкәлгин. 27 Көйдүрмилириңниң гөшини вә қенини Худайиң Йәһваниң қурбангаһиға қойғин. Лекин башқа қурбанлиқларниң қенини Худайиң Йәһваниң қурбангаһиниң түвигә төкүңлар, гөшини болса йәңлар.

28 Диққәт билән тиңшап, мән саңа вәсийәт ретидә ейтиватқан мошу сөзләрни орунла. Шу чағда, әгәр Рәббиң Йәһваниң алдида адил һәм меһриван ишларни қилсаң, саңиму вә сениңдин кейинки әвладиңғиму әбәдий яхши болиду.

29 Йәһва Пәрвәрдигариң сән хәлиқләрниң йерини мирасқа елишқа меңип, уларниң мүлкигә варислиқ қилғанда, йүзүңдин уларни қириветип, сән уларниң йеригә җайлашқанда, 30 шуниңдин пәхәс болғинки, уларниң кәйнидин жүрүп, қилтиғиға чүшүп қалмиғин. Уларниң худалирини издәп: “Бу хәлиқләр өз худалириға қандақ хизмәт қилған болса, мәнму шундақ хизмәт қилимән”,― дәп ойлиғучи болма. 31 Худайиңлар Йәһваға силәр ундақ ибадәт қилмаңлар, чүнки Йәһва немидин нәпрәтлиниду вә немини өч көриду, шуни бу хәлиқләр өз худалириға қилмақта. Һәтта улар өз оғул-қизлирини отта көйдүрүп худалириға әкелиду. 32 Мән силәргә вәсийәт қилған барлиқ нәрсиләргә әмәл қилишқа тиришиңлар. Һечнәрсини уларға қошмаңлар вә һечнәрсини улардин кемийтмаңлар.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш