Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Қанун шәрһи 24
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
  • 22
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Қанун шәрһи 24:1—22

Қанун шәрһи

24 Әгәр бирси хотун елип, андин у аял униң көзидә илтипат тапалмиса, чүнки у униңда уятсизлиқ бир нәрсини көрүп, униңға талақ хетини йезип, қолиға тутқузуп, өйидин кәткүзивәтсә, 2 аяли өйидин чиқип, башқа бирсигә турмушқа чиқса, 3 лекин униң бу ериму униңға талақ хетини тутқузса вә өйидин қоюп бәрсә, яки ахирқи ери өлүп қалса, 4 у чағда биринчи ери уни яңливаштин өзигә хотунлуққа алалмайду, чүнки у булғанди вә бу Йәһваниң нәзәридә жиркиничлик нәрсидур. Саңа варислиққа бериватқан зиминни Йәһва Худайиң алдида паскинлаштурма.

5 Әгәр бирси йеңидин өйләнгән болса, у урушқа бармисун. Униңға һечнәрсә жүклигили болмайду вә у бир жил давамида өйидә әркин яшап, алған аялини хошал қилсун.

6 Һечким гөрүгә қол түгмининиң үстинки һәм астиңқи тешини алмисун, чүнки бундақ қилған адәм җанни гөрүгә алған болиду.

7 Әгәр бирсиниң өз қериндашлиридин, Исраил оғуллиридин, кишини оғрилап, андин бирсигә сетивәткәнлигини билсәңлар, унда шундақ оғрини өлүмгә мәһкүм қилиңлар. Араңдики зулумни шундақ йоқатқин.

8 Қараңлар, мохо яриси һәққидә силәрни үгитидиған ләвийләр-роһанийлар беридиған пүткүл қанунни орунлаңлар. Мән силәргә әмир қилғинимдәк, уни әстаидил орунлаңлар. 9 Худайиң Йәһва силәр Мисирдин чиққан вақитта Мариам билән немә қилғанлиғини зади есиңлардин чиқармаңлар.

10 Әгәр сән йениңдики кишигә бир нәрсини өтнигә бәрсәң, униң өйигә кепиллик елиш үчүн кирмигин. 11 Сән талада күтүп турғин, у киши болса саңа өзи кепиллигини ачиқип бериду. 12 Әгәр у киши кәмбәғәл болса, сән униң кепиллигини өзәңдә сақлап, ухлимиғин. 13 Униңға кепиллигини күн патқанда қайтуруп бәргин: ухлашқа ятқанда у кийимини кийип ятсун һәм сени бәрикәтлисун. Шундақ әһвалда бу қилғиниң Худайиң Йәһва алдида һәққанийлиқ болуп санилиду.

14 Сениң шәһәрлириңдики бурадәрлириңни һәм мусапирлардин ялланма ишчини, кәмбәғәлни вә намратни рәнҗитмә. 15 Шу күнила униң маашини күн патқичә беривәткин, чүнки у гадай вә униң җени буни күтиду. У Йәһвани ялвуруп чақирса, сениңда гуна болуп қалмисун.

16 Атилар пәрзәнтлириниң гунайи үчүн җазаланмисун, шундақла балиларму атилири үчүн җаза алмисун. Һәрким өз қилмиши үчүн җазалиниши шәрт.

17 Мусапирниң, житимниң һәм тул аялниң ишини қараштурғанда, сотни бурмилима. Тул аялниң кийимини кепилликкә алма. 18 Шуни есиңда сақлиғиңки, сәнму Мисирда қул болған, Тәңриң Йәһва сени шу йәрдин азат қилған, шуңа мән саңа бүгүн мошуни қилишни буйруватимән.

19 Етизиңда ома жиққанда, бир тутам бағни унтуп қалсаң, уни елишқа қайтма. У мусапирға, житимға вә тул аялға қалсун. Шу чағда Рәббиң Йәһва сени қоллириңниң барлиқ ишлирида бәрикәтләйду.

20 Зәйтун дәриғиңни қаққанда, кәйниңдин шахларға көз салма. Улардики мевиләр мусапир, житим һәм тул аялға қалсун. Өзәңниң Мисир йеридә қул болғиниңни зади унтума.

21 Үзүмзарлиғиңда мевиләрни жиққанда, қақ-пакиз жиғма. Сениңдин кейин мусапирға, житимға вә тул аялға һәдийәләр қалсун. 22 Һәм өзәңниң Мисир зиминида қул болған вақтиңни есиңдин чиқарма. Шуңлашқа мән саңа мошуларни қилишни пәрман бериватимән.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш