Йәшая
47 Йәргә чүшүп, топиға олтар,
Бабилниң иппәтлик қизи.
Халдийларниң қизи, топа-чаңға
Олтар, чүнки сән тәхтсиз қалисән.
Әнди сени башқа назук һәм
Әркә қиз, дәп һечким атимайду.
2 Ярғунчақни елип, унни тартқин.
Өзәңдин ромалиңни еливәткин.
Етигиңни көтирип, путлириңни
Ечип, дәрияларни кечип өт.
3 Сениң ялиңачлиғиң ечилиду вә
Һәрким шәрмәндәңни көриду.
Мән өчүмни алимән вә һечким
Әсла Маңа кашила қилалмайду.
4 «Бизниң Сетивалғучимиз! Униң исми —
Йәһва Сәрдар, Исраилниң
Муқәддәс, қутлуқ Худайи».
5 Халдийларниң қизи, теч олтар,
Зулмәткә чүшкин, чүнки сени әнди
Шаһлиқларниң Егиси, дәп атимайду.
6 Мән Өз хәлқимгә ғәзәпләндим,
Өз мирасимни рәт қилдим.
Уни сениң қолуңға селип бәрдим, амма
Сән уларға рәһимлик көрсәтмидиң, һәтта
Қериларға еғир жүкни көтәргүздиң.
7 Сән мундақ дедиң: «Мәңгүгә егидарлиқ қилимән,
Әбәттин-әбәткичә!» Амма шуни ойлиғиң
Кәлмиди, барлиғи немә билән түгәйдиғинини.
8 Әнди, назук, беғәм, әйш-ишрәтни
Яхши көргүчи, қулақ салғин!
Сән өзәңни бехәтәр сезип: «Маңа охшаш
Һечким йоқ. Мән һечқачан тул болмаймән
Һәм һәргиз пәрзәнтлиримсиз
Қалмаймән»,— дәп ойлаватисән.
9 Лекин уштумтут, бир күндә, саңа уму
Вә буму келиду, житимчилиқ һәм туллуқ.
Сән буни пүтүнләй баштин кәчүрсән,
Чүнки ушбу сениң җодигәрлигиң һәм
Сехирчилиғиң үчүн интиқамдур.
10 Сән өз яман ишлириңға тайинип:
«Һечким мени көрмәйду»,— дегән едиң.
Сениң даналиғиң һәм тәлимлириң сени
Йолуңдин қеқип чиқарди, һәтта көңлүңдә:
«Маңа тәңдаш һечким йоқ»,— дегәндиң.
11 Амма бешиңға сән ойлимиған балаю-апәт
Кәлгәндә, һечбир җодилиғиң саңа
Ярдәм қилмайду. Саңа күтмигән паҗиә
Етилғанда, сән униңдин қутулалмайсән.
12 Һә, мәйли, сехирчилиғиңни ишлитип
Көргин, чүнки булар билән яшлиғиңдин
Башлап зерикмәй мәшғул болғандиң.
Бәлким, бу саңа ярдәм қилар, бәлким,
Дүшмәнлириң алдида пут тирәп
Туруп, уларни қорқитарсән...
13 Сениңда көплигән мәслиһәтчиләр бар.
Улар келип, сени қутқузсун. Улар
Асманға ибадәт қилип, юлтузларға
Беқиватқанлар, улар сени алдиңда немә
Күтүватқанлиғи тоғрилиқ йеңи айлар
Чиққанда, бәшарәт ейтиватқанлар.
14 Мана, улар самандәк болуп, өрт уларни
Көйдүрүп, йоқ қилиду, улар һәтта
Өзлирини ялқундин сақлалмайду.
Улардин иссиниш үчүн чоғларму
Вә йенида олтирип, сөһбәт жүргүзүш
Үчүн гүлханму қалмайду.
15 Мана, сениң сехирчилириңни немә күтиду.
Улар билән яшлиғиңдин башлап, сода-сетиқ
Жүргүзәттиң. Улар һәрқандақ тәрәпләргә
Қечип кетиду һәм һечким сени қутқузмайду.