Рәһбәрлик Кеңәшниң хети
Йәһвани сөйидиған қәдирлик хизмәтчи!
Әйса Мәсиһ: «Силәр һәқиқәтни тонуп билисиләр вә һәқиқәт силәрни азатлиққа чиқириду»,— дәп ейтқан (Йоһан 8:32). Бу нәқәдәр илһамландуридиған сөзләр-һә! Гәрчә «ахирқи күнләрдә» ялғанчилиқ кәң тарқалған болсиму, һәқиқәтни билишниң имканийити бар (Тимотийға 2-хәт 3:1). Худа Сөзидики һәқиқәтни туңҗа қетим билгиниңиз есиңиздиму? Әлвәттә, хошаллиққа чөмгән әшу чағларни унтуш мүмкин әмәс!
Бирақ һәқиқәтниң тоғра билимигә егә болуш вә әшу һәқиқәт тоғрисида дайим башқиларға вәз қилиш муһим болғинидәк, бизниң һәқиқәткә мувапиқ иш-һәрикәт қилишимизму интайин муһим. Шундақ қилиш үчүн биз өзүмизни Худаниң меһир-муһәббитидә сақлишимиз зөрүр. Буниң үчүн немә қилишимиз керәк? Мошу соалға Әйса Мәсиһниң өлүмидин авал ахшими ейтқан сөзлири җавап бериду. У өзиниң садақәтмән әлчилиригә мундақ дегән: «Худди мән Атамниң әмирлиригә әмәл қилип, Униң меһир-муһәббитидә қалғинимдәк, силәрму мениң әмирлиримгә әмәл қилсаңлар, мениң меһир-муһәббитимдә қалисиләр» (Йоһан 15:10).
Диққәт қилсиңиз, Әйса Мәсиһ өз Атиси Йәһваниң әмирлиригә бойсунуп, униң меһир-муһәббитидә болған. Бу бизгиму тегишлик. Биз өзүмизни Худаниң меһир-муһәббити ичидә сақлишимиз үчүн, күндилик турмушимизда Муқәддәс китаптики һәқиқәткә әмәл қилип яшишимиз лазим. Әшу ахшими Әйса йәнә мундақ дегән: «Буни билип, шуниңға әмәл қилсаңлар, бәхитликсиләр» (Йоһан 13:17).
Мошу китап Муқәддәс китап һәқиқитини күндилик турмушиңизда давамлиқ әмәлий пайдилинип, «мәңгү һаятқа» еришиш үчүн «өзүңизни Рәббимизниң меһир-муһәббитидә сақлашқа» ярдәм бәргәй! (Йәһуда 21).
Йәһва гувачилириниң Рәһбәрлик Кеңиши