Көпирәк мәлуматларни билишни халамсиз?
Бу китапчида, Муқәддәс китаптики асасий мавзуси қисқичә баян қилиниду. Амма Муқәддәс китаптики бу қисқичә баянлар һәр бир нуқтини тәпсилий чүшәндүрмәйду.
Бәлким, сиз төвәндики соалларға Муқәддәс китап қандақ җавап беридиғанлиғиға қизиқишиңиз мүмкин. Мәсилән, Худа һәқиқәтән маңа көңүл бөләмду? Өлгәндин кейин адәм билән немә болиду? Һәқиқий бәхитни қандақ тепишқа болиду?
Бу муһим соалларға җавапни, Йәһва гувачилири нәшир қилған «Муқәддәс китапта немә ейтилиду?» дегән китаптин тапалайсиз. Мошу китап, Муқәддәс китаптики һәр бир мавзуни айрим-айрим мулаһизә қилип үгиниш мәхситидә йезилған. Шундақ тәтқиқ қилип үгиниш усули мәлум бир мавзуға мунасивәтлик Муқәддәс китаптики айәтләрни тәкшүрүп дәлилләшкә ярдәм бериду. Әгәр бу китапқа егә болушни халисиңиз купонни толтуруп, төвәндики адресларниң биригә хәт йезиң.
www.jw.org торбетидин мону вә башқа әдәбиятлиримизни оқуң яки көчиривелиң, яки Муқәддәс китапни һәқсиз тәтқиқ қилишни илтимас қилиң.