Җамаәт учришишлирида яшлар билән вақит өткүзүшни яхши көримән
МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТНИ ӨЗГӘРТИДУ
Һаятимни бейсболға беғишлиған едим
ТУҒУЛҒАН ЖИЛИ 1928
ДӨЛИТИ КОСТА-РИКА
ҚИСҚИЧӘ ТАРИХИ КӘСПИЙ СПОРТЧИ ВӘ ҚИМАР ОЙНЧИ
ӨТМҮШИМ
Мән Пуэрто-Лимон шәһиридә туғулуп, чоң болдум. У Коста-Риканиң шәрқий деңиз қирғиғидә җайлашқан. Ата-анамниң сәккиз балиси бар еди, мән уларниң йәттинчиси. Дадам сәккиз йешимда вапат болди вә апам бизни ялғуз чоң қилған.
Бейсбол һаятимниң бир қисми еди. Бу спорт түрини мән балилиқ чеғимдин яхши көрәттим. Яш вақтимда мән бир һәвәскар бирләшмә командисиға қошулдум. Йешим 20дин ашқанда, қабилийәтлик спортчиларни издәп жүридиған бир киши маңа Никарагуадики кәспий командисидә ойнашни тәклип қилди. Шу вақитта апамниң саламәтлиги начар болғанлиқтин вә мән униңға ғәмхорлуқ қилғанлиқтин, Никарагуаға баралмидим. Шу сәвәптин мән бу тәклипни рәт қилдим. Кейин маһир спортчиларни издәп жүридиған йәнә бир киши мени Коста-Риканиң дөләт бейсбол командисиға тәклип қилди. Бу һәвәскар бирләшмә командиси әң яхши оюнчилардин ибарәт еди. Бу қетим мән бу тәклипни қобул қилдим. Мән 1949-жилдин 1952-жилғичә дөләт командисида болуп, Куба, Мексика вә Никарагуадики бир қатар оюнларда ойнидим. Мән маһир бейсболчи едим вә һәтта 17 йешимда бир қетимму мәғлубийәткә учримидим. Адәмләр мениң исмимни жуқури авазда чақирғандин мән һузурлинәттим!
Әпсус мән әхлақсиз турмуш кәчүрдүм. Гәрчә яхши көридиған қиз достум болсиму, мән дайим башқа аяллар билән арилишип, униңға хиянәт қилаттим. Шундақла мән һарақниму көп ичәттим. Бир күни мән бәк мәс болуп, әтиси кравитимда ойғанғинимда, өйгә қандақ қайтип кәлгәнлигимни әслийәлмидим. Мән йәнә домино вә латарея оюнлирини ойнаттим.
Мән шундақ яшаватқан вақтимда, апам Йәһва гувачиси болди. У мени өзиниң етиқади тоғрилиқ ейтишқа тиришти. Лекин мениң пүтүн ой-пикирим спортта болғанлиқтин униң ейтқан сөзлири қулиғимға кирмиди. Мәйдан мәшиқигә қатнашқан чеғимда мән қосиғим ач екәнлигиниму һис қилматтим. Мән пәқәт оюн тоғрилиқ ойлаттим. Мән бейсболни һәммидин көпирәк яхши көрәттим!
Амма 29 йешимда бир оюн җәриянида топни тутмақчи болуп, еғир җараһәт алдим. Сақайғандин кейин, кәспий ойнаштин ваз кәчтим. Өйүмгә йеқин бир һәвәскар бирләшмә командисида топларни мәшиқләндүрүш арқилиқ тәшкиллик бейсбол билән шуғулландим.
МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТИМНИ ӨЗГӘРТТИ
1957-жили, мени Йәһва гувачилири бир конгрессқа тәклип қилишти. Бу конгресс мән қанчандир бейсбол ойниған тәнтәрбийә сарийида (стадионида) өткән еди. Мән тамашибинлар арисида олтарғанда Йәһва гувачилар арисидики өз-ара һөрмәтниң бейсбол мухлислири арисидики қалаймиқанчилиқтин қанчилик пәриқлинидиғанлиғини көрдүм. Конгресста көргәнлирим мени гувачилар билән Муқәддәс китапни үгинишкә вә уларниң җамаәт учришишлириға қатнишишқа дәвәт қилди.
Муқәддәс китаптики нурғун тәлиматлири маңа қаттиқ тәсир қилди. Мәсилән, Әйса ахирқи күнләрдә униң шагиртлири Худа Падишалиғи тоғрисидики хуш хәвәрни пүткүл дуния йүзидә вәз қилидиғанлиғини алдин-ала ейтқан еди (Мәтта 24:14). Мән йәнә Әйсаниң һәқиқий шагиртлири маддий пайдини көзләп хизмәт қилмайдиғанлиғини билдим. Әйса мундақ дегән еди: «Бекарға алдиңларму — бекарға бериңлар» (Мәтта 10:8).
Мән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип, униңда йезилғанларни Йәһва гувачилири арисида көргәнлирим билән селиштурдум. Мән уларниң Худа Падишалиғи тоғрисидики хуш хәвәрни дунияға тарқитиш үчүн бошашмай тиришчанлиқ көрсәткәнлигигә қайил болдум. Мән уларда Әйсаниң шагиртлириға ейтқинидәк, бериш роһини (қизғинлиғини) көрдүм. Шуңа мән Марк 10:21ни оқуп, Әйсаниң «маңа әгәшкин» дегән тәкливини көрүп, гувачи болғум кәлди.
Бирақ һаятимни өзгәртиш үчүн маңа бираз вақит керәк болди. Мәсилән, мән узун жиллар һәр һәптә мәмликәтлик латареясини ойнаттим. Мениң «амәтлик» номерим бар еди. Қандақла болмисун, мән Муқәддәс китаптин шуни билдимки, Йәһва Худа «амәт» худасиға ибадәт қилғучиларни, шундақла ачкөз кишиләрни әйипләйду (Йәшая 65:11; Колосилиқларға 3:5). Шуңа мән қимар оюнларни ойнашни тохтаттим. Мән латарея ойнашни ташлиғандин кейинки тунҗа йәкшәнбә күни мениң «амәтлик» номерим йәңди! Шу күни ойнимиғиним үчүн кишиләр мени мәсхирә қилди. Улар маңа қайта ойнашқа зор бесим көрсәтти, амма мән ойнимидим. Шу чағдин бери мән қимар оюнларға қайтмидим.
Мән Йәһва гувачилириниң конгрессида чөмдүрүлгән күнила йәнә бир синаққа дуч кәлдим (Әфәсликләргә 4:24). Шу күни кәчтә, мән турған меһманханиға қайтип кәлсәм, ишикимниң алдида бурун мән яхши көргән қиз достум турған екән. У маңа: «Сэмми қандақ әһвалниң? Жүр биллә дәп алайли!»,— деди. Лекин мән дәрһал: «Яқ!»,— дәп җавап берип, униңға һазир мән Муқәддәс китапниң әхлақ өлчәмлирии бойичә яшаватқанлиғимни ейттим (Коринтлиқларға 1-хәт 6:18). Шу чағда у: «Немә дедиң?»,— дәп һәйран болди. Кейин у Муқәддәс китаптики әхлақий нормаларниң үстидин күлүп, «мунасивитимизни әслигә кәлтүрәйли» дәп чиң туравалди. Бирақ мән җим-җит бөлмәмгә кирип, кәйнимдин ишикни қулуплидим. Бүгүнки күндә болса мән 1958-жили Йәһва гувачиси болғинимда таллиған һаят тәрзим бойичә яшаватқанлиғимға интайин хошалмән.
ҚАНДАҚ ПАЙДИСИНИ КӨРДҮМ?
Мениңчә, Муқәддәс китапта йезилғанларға әмәл қилип, қандақ пайда көргәнлигим тоғрилиқ бир китап йезишқа билиду. Мәсилән, һазир мениң нурғун һәқиқий достлирим бар, һаятим мәналиқ вә һәқиқий бәхиткә толған.
Мән һазирму бейсболни яхши көримән. Амма қиммәт қадирияәтлирим өзгәрди. Бейсболда мән аброй вә пулға ериштим, амма буниң һәммиси өтүп кетидиған нәрсиләр. Йәһва Худа билән болған мунасивитим вә Униң хәлқиниң арисидики қериндашлиқ мәңгү давамлишиду. Муқәддәс китапта мундақ дейилгән: «Дунияму һәм униң һәвәслириму өтүп кетиду, амма Худаниң ирадисини орунлиғучи мәңгү яшайду» (Йоһанниң 1-хети 2:17). Һазир мән Йәһва Худа вә Униң хәлқини һәммидин яхширақ көримән!