Сиз биләмсиз?
Биринчи әсирдики синагога. Бу сүрәттә Җәлилийә деңизидин шәрқий шималға 10 километр жирақлиққа җайлашқан Гамла шәһиридә тепилған синагога көрситилгән. Бу қедимий йәһудий ибадәтхана қандақ болғанлиғи тәсәввур қилишқа ярдәм бериду.
Синагогиниң пәйда болуш тарихи
«СИНАГОГА» дегән грек сөзи «җамаәт» яки «биллә җәм болуш» дегән мәнаға егә. Синагогиниң шундақ атилиши орунлуқ, чүнки қедимда йәһудийлар дуа-ибадәт қилиш вә көрсәтмиләрни елиш үчүн шу йәрдә жиғилған. Ибраний язмиларда синагога сөзи тилға елинмиған болсиму, Грек язмилардин б.м. биринчи әсирдә шундақ җайларниң болғанлиғи ениқ көрүниду.
Көп тәтқиқатчиларниң ейтишичә, синагогилар йәһудийлар Бабил қуллуғида болғанда пәйда болған. «Йәһудий энциклопедиядә» мундақ йезилған: «Мәркизий ибадәтханисидин айрилғандин кейин қуллуқта болған йәһудийлар ят әлдә тәсәллигә муһтаҗ болғанлиқтин, анда-санда җәм болуп турған. Бәлким, улар шәнбә күнлири жиғилип, Муқәддәс Язмиларни оқатти». Азат болғандин кейинму улар барған җайлирида синагогиларни селип, шу йәрләрдә дуа қилиш вә Язмиларни оқуш үчүн җәм болушни давамлаштурған.
Биринчи әсирдә йәһудийлар Исраилда, Оттура деңиз районида вә Оттура Шәриқтә яшиған. Шу вақитларда синагогилар ибадәт қилидиған вә җәмийәттики мәсилиләрни һәл қилидиған мәркәзләргә айналған. Йерусалим Ибраний университетиниң профессори Ли Левин мундақ дегән: «[Синагога] тәлим алидиған, мәйрәмләрдә хасийәтлик тамақларни йәйдиған, жутниң пулини жиғип сақлайдиған, сот ишлири жүргүзүлидиған вә иҗтимаий-сәясий мәсилиләрни һәл қилидиған җай болған. Әлвәттә, әң муһими, шу йәрдә диний хизмәт қилинған еди». Шу сәвәптинму, Әйса дайим синагогиларға яки йәһудий ибадәтханилириға берип туратти (Марк 1:21; 6:2; Луқа 4:16). Шу йәрдә у адәмләргә тәлим бәргән вә уларни илһамландурған. Мәсиһийләр җамаити тәшкил болғандин кейин, Паулму йәһудий ибадәтханиларда көп вәз қилған. Адәттә шундақ ибадәт җайлириға Худаға йеқин болушни халиған кишиләр баратти. Шуңа әлчи Паул бирәр шәһәргә киргәндә, әң авал синагогиға берип вәз қилатти (Әлч. 17:1, 2; 18:4).