Бир-биримизни яхши ишларни қилишқа дәвәт қилайли
Ибранийларға 10:24 тә бир-биримизни «меһир-муһәббәткә вә яхши ишларға дәвәт қилишимиз» керәк дәп йезилған. Биз өз үлгилиримиз һәм етиқатимиз билән башқиларға яхши тәсир қилалаймиз. Мәсилән, җамаәттики бурадәр-қериндашларға өзиңиз билән йүз бәргән яхши вақиәләрни ейтип бериң. Шундақла улар Йәһваға хизмәт қилишиңиздин келиватқан хошаллиғиңизни көрсун. Лекин етиқатдашлар өзлирини қолайсиз сәзмәслиги үчүн, уларни өзиңиз билән яки башқилири билән селиштуруштин нери болуң (Гал. 6:4). Уларниң өзлирини әйиплик һис қилғанлиғидин әмәс, бәлки меһир-муһәббәт дәвәт қилғанлиғидин яхши ишларни қилиши үчүн бар күчүңизни селиң («Вәзичиләр мәктивидә үгинимиз» китави, 158-б., 4-абз., қараң.). Әгәр биз етиқатдашлиримизни меһир-муһәббәткә дәвәт қилсақ, улар башқиларға маддий ярдәм бериш яки вәзә ейтишқа охшаш яхши ишларни қилишқа интилиду (Кор. 2-х. 1:24).