Сиз Хатириләш кечигә тәйярлиниватамсиз?
Б.м. 33-жилниң 13-нисан күни еди. Әйса Мәсиһ өзиниң өлүмигичә пәқәт бирла кәч қалғанлиғини биләтти, шуңа у бу кәчни өзиниң йеқин достлири билән өткүзүшни халиған. Әйса улар билән ахирқи Қутқузулуш мәйримини нишанлап, кейин йеңи мәйрәм — Һакимдарниң мәйрәм кечини уюштурмақчи болди. Мошу муһим вақиәгә яхши тәйярлиқ қилиш керәк еди. Шу сәвәптин Әйса шагиртлири Петрус билән Йоһанға тәйярлиқ қилишни тапшурди (Луқа 22:7—13). Шуниңдин башлап Хатириләш кечини нишанлашни халиған мәсиһийләр һәр жили мошу мәрасимға тәйярлиқ қилиду (Луқа 22:19). Бу жили 3-апрельда өтүдиған Хатириләш кечигә қандақ тәйярлиқ қилиш керәк?
Җакалиғучилар қандақ тәйярлиниду:
Хатириләш кечигә тәклип қилиш паалийитигә бар мүмкинчилигиңлар билән иштирак қилиңлар.
Муқәддәс Китап оқуп-үгиниватқанлар, уруқ-туққанлар, синипдашлар, хизмәтдашлар вә башқа тонуш-билишләрни тизимға елип, тәклип қилиңлар.
Хатириләш кечигә тегишлик болған Муқәддәс Китап айәтлирини оқуп, мулаһизә қилиңлар.
Хатириләш кечигә кәлгән меһманларни достанә қарши елишқа тәйяр болуңлар.