Хизмәт маһаритимизни мукәммәлләштүримиз. Тәтқиқ қилғучиларниң яхши тәтқиқ қилиш адәтлири болушиға ярдәм бериш
Бу немишкә муһим? Муқәддәс китапни тәтқиқ қилғучилар роһий җәһәттин пишип-йетилиши үчүн, пәқәтла әқли вә жүригини Худа сөзиниң асасий тәлимлири билән тәминләш йәтәрлик әмәс (Ибр. 5:12—6:1). Тәтқиқ қилиш күч чиқиришни тәләп қилиду. Униң ичигә йеңи мәлуматни биз билидиған нәрсиләр билән селиштуруш вә шу мәлуматниң әмәлий пайдиси тоғрисида ойлиниш кириду (Пәнд н. 2:1—6). Шәхсий тәтқиқ йеңиларға Муқәддәс китапқа асасланған соалларға әдәбиятлиримизни қоллинип җавап беришкә ярдәм бериду. Улар үгәнгән нәрсиләрни әмәлийәттә қоллинишқа тиришқанлири, мәсиһийләр сүпитидә дуч келидиған қийинчилиқларға қарши турушиға ярдәм бериду (Луқа 6:47, 48).
Мошу айда мундақ қилип көрүң:
Тәтқиқ қилғучи кичик мавзу яки бапниң ахирида немигә үгәнгәнлигини қисқичә ейтип бәрсун. Әгәр тәтқиқ қилғучиңиз йоқ болса, чүшиниш қабилийитиңизни яхшилаштуруш үчүн Муқәддәс китап яки «Күзәт мунари» журналидики абзацниң үзүндисини қисқичә өз сөзүңиз билән ейтип беришни мәшиқ қилиң.