«Тәтқиқ қилғучиниң қәлбигә тәсир қилиш»
1. Әйсаниң тәлимлири тиңшиғучилириниң қәлбигә қандақ тәсир қилған?
1 Әйса Мәсиһ тиңшиғучилириниң қәлбигә тәсир қилидиғандәк тәлим бәргән. Кам дегәндә бир қетим, Әйса шагиртлириға Язмиларни тәпсилий чүшәндүрүп бәргәндә, уларниң жүрәклири «көйди» (Луқа 24:32). Худаға итаәт қилиш қарари адәмниң жүригидин чиқиду. Ундақта, өзүмиз тәлим бәргән адәмләрни һаятида өзгиришләр қилишқа дәвәт қилиш үчүн уларниң жүрәклиригә қандақ тәсир қилалаймиз? (Рим. 6:17).
2. Адәмниң қәлбигә тәсир қилишта силиқ-сипайилиқ вә зерәкликниң әһмийити қандақ?
2 Силиқ-сипайә вә зерәк болуң. Адәмләрниң көпинчисигә пәқәт немә яман вә немә яхши екәнлигини ейтип қойсақла, бу уларни һәрикәт қилишқа дәвәт қилмайду. Һәқиқәтән, уларниң диний етиқадиға һуҗум қилип, айәтләрни «оқтәк» яғдурсақ, бу уларға һәтта әкси тәсир қилиши мүмкин. Кишини бирәр нәрсигә дәвәт қилиш үчүн, биз алди билән униң немишкә шу йосунда етиқат қилип, һәрикәт қилидиғанлиғини чүшинип йетишимиз керәк. Униң ой-пикри тоғрисидики яхши талланған, силиқ-сипайә соаллар адәмни көңлүгә пүккән ойлири билән бөлүшүшкә үндәйду (Пәнд н. 20:5). Пәқәт шу чағда биз Худаниң Сөзидин адәмниң жүригигә тәсир қилалайдиған айәтләрни таллалаймиз. Шу сәвәптин, биз адәмгә сәмимий қизиқишни көрситип, сәвир-тақәтлик болушимиз зөрүр (Пәнд н. 25:15). Һәр түрлүк адәмләрниң роһий өсүшиму охшимайдиғанлиғини унтумаң. Йәһва Худаниң муқәддәс роһи арқилиқ уларниң пикир қилиш тәрзи вә һәрикәтлиригә тәсир қилишиға йол қоюң (Марк 4:26—29).
3. Биз тәтқиқ қилғучиларниң яхши хисләтләрни риваҗландурушиға қандақ қилип ярдәм берәләймиз?
3 Уларға яхши хисләтләрни риваҗландурушқа ярдәм бериң. Муқәддәс китаптики Йәһваниң меһрибанлиқ вә меһир-муһәббитини көрситидиған үзүндиләр тәтқиқ қилғучиларниң яхши хисләтләрни риваҗландурушиға ярдәм бериду. Худаниң һәрбиримизгә шәхсән қанчилик қизиқидиғанлиғини көрситип бериш үчүн Зәбур 139:1—4 яки Луқа 12:6, 7 айәтлирини қоллансақ болиду. Адәмләр Йәһваниң инайити үчүн сәмимий миннәтдарлиқни риваҗландурғанда, Худаға болған меһир-муһәббити вә садақәтмәнлиги мустәһкәмлиниду (Рим. 5:6—8; Йоһ. 1-х. 4:19). Шуниң билән, улар жүрүш-турушлири Йәһваға тәсир қилидиғанлиғини биливалғанда, Уни хошал қилип, мәдһийиләйдиғандәк һәрикәт қилишқа дәвәт қилиниши мүмкин (Зәб. 78:40, 41; Пәнд н. 23:15).
4. Хизмәттә адәмләргә тәлим бәргән чағда, уларниң таллаш әркинлигигә қандақ һөрмәт көрситәләймиз?
4 Йәһва һечкимни өзигә итаәт қилишқа мәҗбурлимайду. Униң орниға, Өзиниң мәслиһәтлиригә риайә қилишниң дана екәнлигини көрситип, адәмләрни җәлип қилиду (Йәшая 48:17, 18). Адәмләргә өзлири хуласә чиқиридиғандәк тәлим беришимиз арқилиқ Йәһваға тәқлит қилимиз. Улар һаятини өзгәртиш керәклигигә көз йәткүзгәндә, давамлиқ буниң нәтиҗисини көриду (Рим. 12:2). Шундақла бу уларни «адәмниң қәлбини синайдиған» Йәһва Худаға техиму йеқинлаштуриду (Пәнд н. 17:3).