Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • mwb16 сентябрь 3-б.
  • Йәһваниң қанунлири бойичә маңайли

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Йәһваниң қанунлири бойичә маңайли
  • Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2016)
Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2016)
mwb16 сентябрь 3-б.

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЗӘБУР 119

Йәһваниң қанунлири бойичә маңайли

Йәһваниң қанунлири бойичә меңиш униң рәһбәрлигигә ихлас билән риайә қилишни билдүриду. Муқәддәс китапта зәбур язғучисиға охшаш Йәһваниң қануни билән меңип, униңға таянған кишиләрниң көплигән яхши үлгилири бар.

Таяқ билән йолға чиққан зәбур язғучиси

Бизниң бәхитлик болушимиз Худа қануни билән жүрүшимизгә бағлиқ

119:1—8

Түртәкни оқуп олтарған Йәшуа

Йәшуа Йәһваниң рәһбәрлигигә толуғи билән ишәнгән. У бәхитлик вә мувәппәқийәтлик болуш үчүн пүтүн қәлби билән Йәһваға тайиниши керәклигини билгән

Худаниң Сөзи һаятимиздики қийинчилиқлар билән күришишкә һаҗәтлик җасурлуқни бериду

119:33—40

Йәрәмия дуа қиливатиду

Йәрәмия қийин вәзийәтләргә дуч кәлгәндә, җасурлуқни вә Йәһваға тайинидиғанлиғини көрсәткән. У аддий һаят кәчүрүп, өз хизмитини орунлиған

Худа Сөзидики тоғра билим ишәнч билән вәз қилишимизға ярдәм бериду

119:41—48

Паул Һөкүмран Феликсқа вәз қиливатиду

Паул хуш хәвәрни башқилар билән бөлүшүштин қорқмиған. Йәһваниң ярдимигә толуқ ишәнчиси болған у Һөкүмран Феликсқа җасурлуқ билән вәз қилған

Таяқ билән йолға чиққан зәбур язғучиси

Қандақ вәзийәтләрдә көпирәк җасурлуқ көрситип, вәз қилишим һаҗәт?

  • Мәктәптә

  • Ишта

  • Аиләмдә

  • Башқа вәзийәтләрдә

Зәбур китавиниң 119-баби елипбә тәртивидә йезилған. Еһтимал, шу усулда йезилғанлиғи бу айәтләрни ядлавелишқа асан қилатти. Мәзкүр зәбур 22 куплеттин, һәрбир куплет болса 8 айәттин ибарәт. Һәрбир куплеттики һәммә айәтләр ибраний елипбәниң охшаш һәрипи билән башлиниду. Ибраний елипбәниң барлиқ 22 һәрипини өз ичигә алидиған бу бап бешидин айиғичә 176 айәттин қурулған болуп, Муқәддәс китаптики әң узун зәбур.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш