ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЙӘШАЯ 11—16
Пүтүн йәр йүзи Пәрвәрдигарни билиш-тонуш билән қаплиниду
Бу бәшарәт исраиллиқларға тегишлик қандақ орунланди?
Бабил қуллиғидин өйлиригә қайтиватқан йолдиму, қайта әксигә кәлтүрүлгән зәминдә турғандиму, исраиллиқларниң явайи һайванатлардин яки шәпқәтсиз инсанлардин қорқмаслиғи керәк еди (Әзр 8:21, 22).
Бу бәшарәт бизниң күнимиздә қандақ орунлиниватиду?
Йәһва һәққидики билим инсанларниң миҗәз-хулқини өзгәртмәктә. Өтмүштә зораван болғанлар һазир тинчлиқни яхши көридиған адәмләргә айланди. Йәһвани тонуп-билиш пүткүл йәр йүзини роһий җәннәткә айландурди.
Бу бәшарәт келәчәктә қандақ орунлиниду?
Пүткүл йәр йүзи Йәһваниң дәсләпки нийитигә мас, хәвп-хәтәрсизлик билән инақлиқ орниған җәннәткә айлиниду. Һечбир мәвҗудат — адәмму, һайванатларму — һечқандақ қорқунуч туғдурмайду.