Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • mwb17 февраль 4-б.
  • Әдәбиятларни әқил-парасәт билән пайдилиниң

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Әдәбиятларни әқил-парасәт билән пайдилиниң
  • Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2017)
Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2017)
mwb17 февраль 4-б.
Бир аял киши «Худадин кәлгән хуш хәвәр!» китапчисини тәғдим қиливатқан Йәһва гувачилирини тиңшаватиду

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Әдәбиятларни әқил-парасәт билән пайдилиниң

Әйса мошундақ дәп үгәтәкән: «Бекарға алдиңларму — бекарға бериңлар» (Мт 10:8). Биз мошу ениқ көрсәтмигә қулақ селип, адәмләрдин Муқәддәс китап вә униңға асасланған әдәбиятлиримиз үчүн пул соримаймиз (К2х 2:17). Амма бу әдәбиятларда Худа Сөзидики бебаһа һәқиқәтләр йезилған. Уларни бесип чиқириш вә дуния йүзидики җамаәтләргә йөткәш үчүн көп тәр төкүлүп, көп чиқим кетиду. Шу сәвәптин, биз пәқәт өзүмизгә һаҗәт әдәбиятни елишимиз лазим.

Адәмләргә әдәбиятни тәғдим қилғанда, һәтта җәмийәтлик орунларда вәз қилғанда, әқил-парасәтлик болушимиз муһим (Мт 7:6). Өтүп кетиватқанларниң қолиға әдәбиятни тутқузуп қоймайла, қизиққан-қизиқмиғанлиғини билиш үчүн сөһбәт қилишқа тиришиң. Мошуниңда көрситилгән рамкидики соалларниң аз дегәндә биригә болсиму «һә» дәп җавап берәләмсиз? Адәмниң қизиқишини ениқлаш қийин болса, униңға варақчини бәргән тоғра. Әлвәттә, у журнал яки башқа әдәбиятни сориса, бир данисини хошаллиқ билән беримиз (П.н 3:27, 28).

АДӘМ...

  • биз сөзлигәндә диққәт билән тиңшамду?

  • сөһбәткә қошуламду?

  • әдәбиятни оқуғуси келәмду?

  • ианә бәргүси келәмду?

  • Худа Сөзидин аңлиған һәқиқәт үчүн миннәтдарлиқ билдүрәмду?

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш