Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • mwb19 июнь 7-б.
  • Оюн-тамашини даналиқ билән таллаң

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Оюн-тамашини даналиқ билән таллаң
  • Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2019)
  • Охшаш мәлумат
  • Йәһвани хурсән қилидиған оюн-тамашиларни таллаң
    Мәңгү шат-хорам яшаң! Муқәддәс Язмилар һәққидә билим ашуруш
  • Пайдилиқ оюн-тамашиларни таллаң
    Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаңлар
  • Пәқәт Йәһва Худаға вападар болуң
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2019
Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2019)
mwb19 июнь 7-б.

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Оюн-тамашини даналиқ билән таллаң

Немә үчүн оюн-тамашиларни чоқум даналиқ билән таллаш керәк? Чүнки бүгүнки күндә нурғун оюн-тамашилар Йәһва өч көридиған нәрсиләрни өз ичигә алиду. Шуңа биз тамашә қилиш үчүн кино, нахша музыка, торбәтләр, китаплар яки электронлуқ оюнларни таллиғанда, пәхәс болмисақ, әқил-һошимизға зәһәрлик нәрсиләр тәсир қилип, Йәһва яқтурмайдиған ишларни қилимиз (Зб 11:5; Гл 5:19—21). Шу сәвәптин, Муқәддәс китап бизни давамлиқ Худани мәдһийиләйдиған ишлар һәққидә ойлинишқа дәвәт қилиду (Фп 4:8).

«ҚАНДАҚ ОЮН-ТАМАШИНИ ТАЛЛИШИМ КЕРӘК?» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРСИТИП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Римдики гладиаторларниң оюни

    Қедимки Римдики гладиаторлар оюнлири билән бүгүнки күндики бәзи оюн-тамашилар арисида қандақ охшашлиқ бар?

  • Бир яш пионер башқа бир яширақ бурадәр билән вәз қиливатиду

    Җамаәттики етиқатдашлар яшларниң даналиқ билән оюн-тамашиларни таллишиға қандақ ярдәм берәләйду?

  • Бир әскәр

    Римлиқларға 12:9-айәт оюн-тамашиларни таллишимизға қандақ тәсир қилиши керәк?

  • Яш гувачилар футбол ойнаватиду

    Сиз яшаватқан җайда қандақ сағлам оюн-тамашилар бар? Бир нәччисини ейтип бериң.

ПАЙДИЛИҚ ЯКИ ПАЙДИСИЗ ОЮН-ТАМАШӘ

Бүгүнки күндә көп адәмләр яхши көридиған оюн-тамашилар кишини әмәлий иш қилишниң орниға, башқиларниң қилған ишлири һәққидә оқушқа яки көрүшкә дәвәт қилиду. Кинолар, китаплар яки телевизийә программилири сизниң иҗаткарлиғиңизни әмәс, бәлки башқиларниң иҗаткарлиғини тәсвирләйду. Гәрчә пайдисиз оюн-тамашилар көп болсиму, нурғунлири пайдилиқ оюн-тамашиларни тапқан. Мәсилән, бәзиләр музыкилиқ чалғу-әсвапларни үгинишни яки сүрәт селишни яхши көриду. Йәнә бәзилири таққа чиқишни яки суда үзүшни яхши көриду. Мәйли қандақ оюн-тамашини таллимайли, һәммисини Худани улуқлаш үчүн қилайли! (К1х 10:31).

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш