ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЯРИТИЛИШ 9—11
Дәсләптә йәр йүзидә бирла тил бар еди
Бабилда Йәһва Худа Униңға бойсунмиған адәмләрниң тиллирини арилаштуривәткән. Бүгүнки күндә У һәр милләттин болған, һәрхил тилларда сөзләйдиған зор бир топ халайиқни жиғиватиду. Шундақла Худаниң исмини атап-чақириш вә мүрини мүригә тирәп хизмәт қилиш үчүн, уларға «сап тил» берилгән (Зф 3:9; Вһ 7:9). «Сап тил» — Муқәддәс китапта йезилған Йәһва Худа вә Униң ирадиси тоғрисидики һәқиқәт.
«Йеңи тилни» үгиниш пәқәт йеңи сөзләрни ядлавелишни билдүрмәйду. Бәлки йеңи көзқарашқа егә болуш керәк. Шуниңға охшаш, биз «сап тилни», йәни һәқиқәтни үгәнгәндә, бизниң ой-пикримиз өзгириду (Рм 12:2). Шундақ өзгиришләр Худа хәлқигә инақ-иттипақлиқни сақлашқа ярдәм бериду (К1х 1:10).