Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • g18 2 № 15-б.
  • 12. Мәхсәт қоюш

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • 12. Мәхсәт қоюш
  • Ойғиниш! 2018
  • Кичик мавзулар
  • Охшаш мәлумат
  • ДЕГӘН НЕМӘ?
  • НЕМӘ ҮЧҮН БУ МУҺИМ?
  • НЕМӘ ҚИЛСИҢИЗ БОЛИДУ?
  • Яшлар, роһий мәхсәтләргә интиламсиләр?
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2018
  • Үмүтсизликни йеңәләйсиз
    Ойғиниш! 2004
  • Йәһва билән болған достлуқ мунасивитиңизни давамлиқ күчәйтиң
    Мәңгү шат-хорам яшаң! Муқәддәс Язмилар һәққидә билим ашуруш
  • Йәһва Худаға хизмәт қилиш үчүн мәхсәт қоюң
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2022
Ойғиниш! 2018
g18 2 № 15-б.
Бир жигит хәритә сизиватиду

Мәхсәтләр өлчәп сизилған хәритигә охшаш. Сизилған лайиһини тиришиш арқилиқ реаллиққа айландуралайсиз

ЯШЛАР ҮЧҮН

12. Мәхсәт қоюш

ДЕГӘН НЕМӘ?

Мәхсәт қоюш бирәр ишни хиял қилиш яки шу ишниң әмәлгә ешишини үмүт қилишла әмәс. У әтраплиқ план түзүш, әмәлий әһвалға қарап өзгәртиш вә тиришип, қәдәм-қәдәм көзлигән мәхсәткә йетишни өз ичигә алиду.

Мәхсәтләр қисқа муддәтлик (бирнәччә күн яки һәптилик), орта муддәтлик (бирнәччә айлиқ) вә узақ муддәтлик (бир жил яки униңдин көпирәк вақитлиқ) болуши мүмкин. Узақ муддәтлик мәхсәтләргә әң авал бирнәччә қисқа муддәтлик мәхсәтләрни қоюш арқилиқ йәткили болиду.

НЕМӘ ҮЧҮН БУ МУҺИМ?

Мәхсәтләргә йетиш өзүңизгә болған ишәнчиңизни ашуриду, достлуқ мунасивитиңизни мустәһкәмләйду вә көпирәк хошаллиқ елип келиду.

Өзүңизгә болған ишәнч. Кичик мәхсәтләрни қоюп, уларға йәткәндә чоңирақ мәхсәтләргә йетәләйдиғанлиғиңизға ишәнчиңиз техиму камил болиду. Бу турмушиңиздики қийинчилиқларға, шу җүмлидин тәңдашлириңизниң бесимиға дуч кәлгәндә, өзүңизгә болған ишәнчиңиз күчлүк болиду.

Достлуқ мунасивити. Адәмләр адәттә өз әһвалиға мас мәхсәтләрни қоюп, мувәппәқийәт қазинишқа тиришидиған кишиләр билән қоюқ мунасивәт орнитишни халайду. Күч бирликтә, иш өмлүктә дегәндәк, ортақ бир мәхсәт үчүн тиришиш достлуқ мунасивәтни мустәһкәмләшниң әң яхши йоллиридин бири.

Хошаллиқ. Мәхсәтләр қоюп, уларға қол йәткүзгәндә қанаәт һасил қилисиз.

«Алдимға мәхсәтләрни қоюшни яхши көримән. Шундақ болғанда, һәр күни бәнт болидиған ишлирим болиду. Һәрбир мәхситиңизгә йәткәндә, хурсәнлик билән арқиңизға қарап:«Ваһ, ахири көзлигән мәхситимгә йәттим, қилмақчи болған ишимни пүтәрдим!»— дәйсиз (Кристофер).

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Шамални күзитидиғанлар териқчилиқ қилмайду; булутларға қарайдиғанлар орма ормайду» (Вәз 11:4).

НЕМӘ ҚИЛСИҢИЗ БОЛИДУ?

Төвәндики қәдәм-басқучилар мәхсәтләрни қоюп, уларға йетишиңизгә ярдәм бериду.

Мәхсәтләрни ениқлаң. Йәтмәкчи болған мәхсәтлириңизни тизимлап, биринчи, иккинчи, үчинчи дәп муһимлиғини бәлгүләп қоюң.

План түзүң. Һәрбир мәхсәткә йетиш үчүн төвәндики қилиң:

  • Мувапиқ муддәт бәлгүләң.

  • Тәпсилий қәдәм-басқучларни йезип қоюң.

  • Алдиңизда дуч келидиған қийинчилиқларни көздә тутуп, уларни һәл қилиш йоллирини ойлап көрүң.

Һәрикәт қилиң. Ишиңизни башлаш үчүн һәммә нәрсә тәлтөкүс тәйяр болушини күтүп олтармаң. Өзүңиздин сораң: «Мәхситимгә йетиш үчүн әң авал немә қилсам болиду?» Кейин һәрикәт қилиң. Һәрбир қәдәм-басқучни тамамлиғанда, план қилған мәхсәткә йетишкә йәнә қанчилик қалғанлиғини тәкшүрүп туруң.

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Чоқум молчилиқ кәлтүрәр әстайидил адәмниң плани» (Пәнд-нәсиһәтләр 21:5, ҺЗ).

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш