Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • my 7-һекайә
  • Җасарәтлик киши

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Җасарәтлик киши
  • Муқәддәс Китап һекайилири
  • Охшаш мәлумат
  • Яритилиштин, Топан сүйи кәлгичә
    Муқәддәс Китап һекайилири
Муқәддәс Китап һекайилири
my 7-һекайә
Enoch

7-һЕКАЙӘ

Җасарәтлик киши

ЙӘР йүзидә кишиләр көпийишкә башлиди. Нурғун кишиләр Қабилға охшаш яман ишларни қилғили турди. Амма бир киши башқиларға охшиматти. У кишиниң исми Һанух болуп, у наһайити җасарәтлик киши еди. Униң әтрапидики кишиләр яман ишларни қиливатқан болсиму, лекин Һанух йәнила Худаға хизмәт қилишни давамлаштурди.

A violent man in Enoch’s day has murdered another man

Өтмүштә кишиләрниң немә үчүн шундақ яман ишларни қилғанлиғини биләмсиз? Ойлап беқиң, Адәм ата билән Һава аниниң Худаға итаәтсизлик қилип, Худа йемәңлар, дегән мевини йейишигә ким сәвәпчи болған? У дәл бир яман периштә болуп, Муқәддәс Китап уни, Шәйтан, дәп атиған еди. Шәйтан һәммә кишини яман иш қилишқа аздуриду.

Күнләрниң биридә, Йәһва Худа Һанух пәйғәмбәрни башқиларға бир ишни йәткүзүшкә буйриди, амма кишиләр униң сөзигә қулақ салмиди. У кишиләргә: “Худа бир күни, барлиқ яман кишиләрни йоқ қилиду”, деди. Кишиләр бу гәпни аңлиғанда, бәлким бәкму аччиқланған, һәтта улар Һанухни өлтүрүшни ойлиған болуши мүмкин. Шуңа, Һанух җасарәтлик болғандила, Худаниң немә қилмақчи болғанлиғи тоғрисида жүрәклик билән башқиларға ейталатти.

Bad people in Enoch’s day living wildly

Худа, Һанух пәйғәмбәрниң шу яман адәмләрниң арисида узунирақ яшишини халимиди. Һанух пәқәт 365 жил яшиди. Немә үчүн пәқәтла “365 жил” яшиди, дәймиз? Сәвәви, шу заманларда, адәмләр бүгүнки күндики адәмләргә қариғанда, көп күчлүк болуп узун яшатти. Әмәлиятта, Һанухниң оғли Мәтушәлаһ 969 жил яшиған еди!

Һанух пәйғәмбәр өлгәндин кейин, кишиләр техиму көп яман ишларни қилди. Муқәддәс Китап: “Инсанларниң рәзиллигини, нийитиниң һәр қачан яманлиғини,.. Йәр йүзиниң зораванлиққа толғанлиғини”, баян қилиду.

Шу заманларда, йәр йүзиниң немә үчүн шунчә көп яман ишларға толғанлиғини биләмсиз? Сәвәви, Шәйтан йеңи бир усул билән кишиләрни яман ишларни қилишқа қутратқан еди. Кейинки парчә һекайидә, шу тоғрисида үгинимиз.

Яритилиш 5:21—24, 27; 6:5; Ибранийлар 11:5; Йәһуда 14, 15

Үгиниш үчүн соаллар

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш