52-һЕКАЙӘ
Гидеон вә униң 300 әскири
БУ ЙӘРДӘ немә иш йүз бериватқанлиғини көрдиңизму? Улар һәммиси исраил җәңчилири. У кишиләр еңишип су ичиватиду. Уларға йеқин турған әву киши һаким Гидеон. У җәңчиләрниң қандақ су ичиватқанлиғини күзитип туриватиду.
Су ичиватқанларниң суни ичиш усулида пәриқ барлиғиға диққәт қилдиңизму? Бәзиләр суға башчилап чүшүп, үзлири суға чилишип турған һаләттә су ичмәктә. Бирақ, әву бири қолиға су елип ичиватиду. Шундақ қилғанда, у су ичкәч, әтрапида йүз бериватқан ишларниму күзитәләйду. Бу бәкму муһим. Чүнки, Пәрвәрдигар Йәһва униңға пәқәт су ичкәч, әтрапни күзәткән адәмләрни таллап, қалғанлирини өйигә қайтурушни буйруған еди. Немә үчүн? Биз бирликтә көрүп бақайли.
Исраилларниң бешиға йәнә еғир күнләр кәлди. Сәвәви, улар Йәһваға йәнә бойсунмиған еди. Медиянлиқлар исраил хәлқи үстидин күчлүк келип, уларға зулум қилди. Шуңа, исраил хәлқи Йәһваға йелинип, налә-пәрият қилип ярдәм тиләшти. Йәһва уларниң йелинишлириға қулақ салди.
Йәһва Худа Гидеонға бир қошун тәшкилләшни буйриди. Шуңа, Гидеон 32 000 җәңчини топлиди. Амма, исраилларға қарши уруш қилидиғанлар 135 000 кишилик қошун еди. Йәһва Гидеонға: “Сениң әскәрлириң бәкму көп”, деди. Йәһва немә үчүн шундақ дәйду?
Сәвәви, әгәр исраиллар җәңдә ғалибә қилса, улар биз өз күчимизгә таяндуқ; бу ғалибигә еришиш үчүн Йәһваниң ярдимигә муһтаҗ болмидуқ, дәп ойлиши мүмкин. Шуңа, Йәһва Гидеонға: “Қошундики барлиқ кишиләргә ейт, ким қорқса, өйигә қайтсун”, деди. Гидеон бу сөзләрни йәткүзгәндә, қошундин 22 000 җәңчи қайтип кәтти. Шуниң билән, 135 000 кишилик қошунға қарши уруш қилиш үчүн, пәқәт 10 000 җәңчи Гидеон билән қалди.
Бирақ, қулақ селиңа! Йәһва: “Сениң җәңчилириң йәнила бәк көп”, деди. Шуңа, у Гидеонға уларни бу еқин сүйини ичишкә буйруп; кимки еңишип үзини суға тәккүзүп су ичсә, уларни өйигә қайтуруветишни ейтти. Андин кейин, Йәһва: “Мән су ичкәч, әтрапни күзәткән 300 җәңчилириң билән сени ғалибигә ериштүримән”, дәп вәдә бәрди.
Җәң қилиш пәйти йетип кәлгәндә, Гидеон 300 җәңчини үч топқа бөлди. У һәр бир җәңчигә бир канай, бир коза вә бир мәшъәлни бәрди. Мәшъәл болса коза ичидә еди. Йерим кечә болғанда, уларниң һәммиси дүшмән қошунлири лагерь әтрапини қоршап, бирла вақитта канай челип, козиларни чеқип: “Йәһва билән Гидеонниң қиличидур!”, дәп товлашти. Дүшмән қошуниниң әскәрлири ойғанғанда, улар һодуқуп қорқуп кетишти. Һәм уларниң һәммиси қечишқа башлиди. Шуниң билән, исраиллар җәңдә ғалибә қилди.