Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • my 63-һекайә
  • Данишмән падиша Сулайман

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Данишмән падиша Сулайман
  • Муқәддәс Китап һекайилири
  • Охшаш мәлумат
  • Сулайманниң даналиқ билән һөкүмранлиқ қилиши
    Муқәддәс китаптики асасий мавзу
  • Сулайманниң ибадәтхана селиши
    Муқәддәс Китап һекайилири
  • Пәрзәнт дунияға кәлгәндә
    Аилиңиз бәхит-саадәткә еришәләйду
Муқәддәс Китап һекайилири
my 63-һекайә
King Solomon on his throne

63-һЕКАЙӘ

Данишмән падиша Сулайман

СУЛАЙМАН падиша болғанда, у он нәччә яшлиқ бала еди. У Йәһвани сөйәтти, дадиси Давут пәйғәмбәрниң бәргән дана мәслиһәтлиригә қулақ салатти. Йәһва Сулаймандин бәк хурсән еди. Шуңа, бир күни кечиси Сулайманниң чүшидә, Йәһва униңға: “Сулайман, саңа немә берәй, мениңдин немә тиләйсән?”, дәп сориди.

Сулайман падиша җавап қайтуруп: “Йәһва Худайим, мән техи яш, қандақ һөкүмранлиқ қилишни билмәймән. Шуңа, хәлқиңгә тоғра усулда падишалиқ қилиш үчүн әқил-парасәт бәргин”, деди.

Пәрвәрдигар Йәһва Сулайманниң әқил-парасәт тәләп қилғинидин сөйүнди. Шуңа у: “Сән мәндин узун өмүр яки мал-дуния соримай, бәлки әқил-парасәт сориғиниң үчүн, мән сени дунияда яшап өткән һәр қандақ бир кишидин зиядә әқил-парасәткә егә қилимән вә сән соримиған байлиқ һәм шан-шөһрәтниму беримән”, деди.

Узун өтмәй, икки аял қийин бир мәсилини һәл қилиш үчүн Сулайманниң алдиға кәлди. Уларниң бири: “Бу аял мән билән бир өйдә туратти. Мән бир оғул туғдум, икки күндин кейин, уму бир оғул туғди. Кейин, бир күни ахшими у аялниң балиси өлүп қапту. Бирақ, мән ухлап қалғанда, у өзиниң өлгән балисини йенимға ятқузуп, мениң баламни еливапту. Мән охинип, өлүк балиға қарисам, у мән туққан бала әмәс”, дәп чүшәндүрди.

Бу вақитта, йәнә бир аял: “Яқ! Тирик бала мениң, өлүк бала униң!”, деди. Биринчи аял: “Яқ! Өлүк бала сениң, тирик бала мениң!”, дәп җавап қайтурди. Икки аял мошундақ талаш-тартиш қилишқили турди. Сулайман қандақ қилмақчи болғанду?

Сулайман падиша бирини қилич елип келишкә буйриди. Қилични елип кәлгәндә, у: “Тирик балини оттуридин кесип икки парчә қилип, һәр бир аялға йеримдин бөлүп бериңлар”, деди.

Two women alongside one of Solomon’s men who holds a baby and a sword

Балиниң һәқиқий аниси: “Яқ! Балини өлтүрмәңлар, униңға бериңлар!”, дәп вақириди. Амма, башқа аял: “Уни һеч қайсимизға бәрмәй, оттуридин кесип икки қилиңлар”, деди.

Ахирида, Сулайман падиша: “Балини өлтүрмәңлар! Уни биринчи аялға бериңлар. У балиниң һәқиқий аниси”, деди. Сулайман у аял балиниң һәқиқий аниси екәнлигини билгән еди. Чүнки, у өз балисини бәкму сөйәтти, шуңа балиниң өлтүрүлмәслиги үчүн, уни йәнә бир аялға беришкә рази болған еди. Хәлиқ Сулайманниң мәсилини қандақ бир тәрәп қилғанлиғини аңлиғанда, шундақ данишмән падишаниң болғанлиғидин улар толиму хошал болушти.

Сулайман һөкүмранлиқ қилған мәзгилдә, Худа Исраил хәлқини бәрикәтлиди. Шу сәвәп, уларниң йәрлири нурғун буғдай, арпа, үзүм вә әнҗир һәм башқа ашлиқлардин мол-һосул бәрди. Хәлиқ чирайлиқ кийим-кечәк вә туралғу өйгә егә болди. Шу заманда, Исраил дөлитидә барчә хәлиқ баяшайәт, теч-аман турмуш кәчүрди.

1-Падишалар 3:3—28; 4:29—34.

Үгиниш үчүн соаллар

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш