73-һЕКАЙӘ
Исраилниң әң ахирқи яхши падишаси
ЙОШИЯ Исраилниң җәнубий икки қәбилә падишалиғиға падиша болғанда аранла сәккиз яшта болуп, бәкму кичик падиша болған еди. Шуңа, дәсләптә бәзи чоңларниң ярдимидә, һакимийәт жүргүзди.
Йошия падишалиқ қилип йәттә жилдин кейин, Йәһвани издәшкә башлиди. У Давут, Йәһошафат вә Һизикия дегән яхши падишаларни үлгә қилип, уларниң изидин маңди. Йошия техи он нәччә яшлардики өсмүр болсиму, у батурлуқ билән бир ишни қилди.
Көпинчә исраиллар узун бир мәзгил, бәкму рәзил ишларни қилған еди. Улар ялған илаһларға ибадәт қилатти, бутларға тизлинип сәҗдә қилатти. Шуңа, Йошия вә униңға әгәшкүчиләр дөләт ичидики барлиқ натоғра ибадәт қилишни йоқ қилишқа башлиди. Бу наһайити қийин бир иш еди. Сәвәви, бәк көп кишиләр ялған илаһларға ибадәт қилатти. Қараң, Йошия вә униң адәмлириниң һәр хил бутларни чеқиватқанлиғини көрәләйсиз.
Кейин, Йошия Пәрвәрдигар Йәһваниң ибадәтханисини оңшап түзәш ишиға башчилиқ қилидиған үч кишини бәлгүлиди. У хәлиқтин ибадәтханини түзәшкә ишлитидиған пулни жиғип, башчилиқ қилғучи кишиләргә бәрди. Улар ибадәтханини түзәшни башлиғандин кейин, баш роһаний Һәлқия ибадәтханидин бәк муһим бир нәрсини тапти. У, Йәһваниң узун заманлар илгири Мусани йезишқа буйруған қанун китави еди. Бу китап узун жиллар йоқилип кәткән еди.
Бир киши у китапни Йошияниң қешиға елип барди. У китапни оқуп беришни буйриди. Йошия аңлаватқинида, хәлиқниң Йәһваниң қанунини һөрмәтлимәйватқанлиғини һис қилип йәтти. Шуңа, униң көңли бәкму беарам болди вә биз бу йәрдә көрүп турғандәк, кийим-кечәклирини житти. У: “Йәһва бизгә ғәзәпләнди. Чүнки, ата-бовилиримиз бу китапта йезилған қанунларға бойсунмай яшиған екән”, деди.
Йошия баш роһаний Һәлқияни, Йәһва Худаниң уларни немә қилмақчи екәнлигини билип беқишқа буйриди. Һәлқия аял пәйғәмбәр Һулдәниң қешиға берип униңдин сориди. Аял пәйғәмбәр Йәһвадин кәлгән хәвәрни Һәлқияға ейтип бәрди. У берип Йошияға: “Йерусалим вә униң барлиқ хәлқи җазаға тартилиду. Чүнки, улар ялған илаһларға ибадәт қилип, бу зимин яманлиққа толди. Амма, Йошия, сениң қилған яхши ишлириң сәвәплик, бу җаза сән өлгәндин кейин келиду”, дәп мәлумат бәрди.